Дунядики бир қисим университетларда уйғур районидики лагерлар мәсилиси тонуштурулди

Түнүгүн, йәни 12‏-март күни американиң коломбийә вә әнглийәниң LSE университетида уйғур райондики лагерлар мәсилиси тонуштурулди.

Түнүгүн, йәни 12‏-март күни американиң коломбийә вә әнглийәниң LSE университетида уйғур райондики лагерлар мәсилиси тонуштурулди.

Коломбийә университетиниң қануншунаслиқ институтида өткүзүлгән мәзкур йиғинда уйғуршунас дәррен байлер, вашингитондики уйғур паалийәтчи таһир имин, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмшидин қатарлиқлар доклат бәргән.

Паалийәтчи таһир иминниң баян қилишичә, дәррән байлер доклатида лагерларниң тәсис қилинишиға түрткә болған иқтисадий вә сиясий амиллар шундақла хитайниң “террорлуқ” ни баһанә қилип тәсис қилған бир йүрүш бихәтәрлик системилирини қисқичә тонуштурған.

Зубәйрә шәмшидин тутқундики зиялийлар тоғрисида, таһир имин болса лагерларниң балиларға көрсәткән тәсири вә йетимханилар һәққидә мәлумат бәргән.

150 Әтрапида оқуғучи, оқутқучи, тәтқиқатчи вә паалийәтчиләр қатнашқан бу йиғинниң соал-җаваб қисмида лагерларниң тақилиши үчүн немиләрниң қилиниши керәклики музакирә қилинған.

Лондондики LSE университетида өткүзүлгән йиғинда профессор рачел һаррис лагерлардики кишиләрниң сани вә униң ичидики әһваллар һәққидә мәлумат бәргән.

10‏-Март күни тексаста өткүзүлгән “техникиниң қараңғу тәрипи - диктаторилиқ вә техника” дегән темидики муһакимә йиғиндиму уйғур вәзийити муһакимә қилинған.

Бу йиғинда бузфед ториниң мухбири мига ханим, уйғур паалийәтчи таһир имин вә “әл-җәзирә” мухбири мәлисса ханимлар сөз қилип, алақидар пән-техника саһәсини хитай билән һәмкарлашмаслиққа дәвәт қилған.

Бу йиғинға америкадики бир қисим һөкүмәт хадимлири, чоң ширкәт саһиблири вә аммиви тәшкилатлар рәһбәрлири болуп, 300 дин артуқ киши қатнашқан.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org