Кишилик һоқуқ тәшкилатлири явропа иттипақини хитайға лагерлар мәсилисидә бесим ишлитишкә чақирди

Мухбиримиз ирадә
2019.04.04

Явропа иттипақи вә хитай юқири дәриҗилик башлиқлар учришиши мушу айниң 9-күни өткүзүлидиған болуп, юқириқи бу учришишқа қатнишидиған явропа иттипақи рәһбәрлири мушу пурсәттә уйғур елидики лагерлар мәсилиси вә башқа кишилик һоқуқ мәсилилиридә хитайға бесим қилишқа чақирилди.

Юқириқи бу чақириқ хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара тибәт һәрикити, хәлқара кишилик һоқуқ мулазимити, хәлқара кишилик һоқуқ федиратсийәси қатарлиқ 5 органниң ортақ имзасида елан қилинған.

Техи икки күн алдида, йәни 4-айниң 1- вә 2-күнлири явропа иттипақи вә хитай арисидики кишилик һоқуқ диялоги бирюсселда өткүзүлгән вә явропа иттипақи сөһбәттә уйғур райондики йиғивелиш лагерлири мәсилисидин әндишә қиливатқанлиқини, явропа иттипақиниң лагерларни чәклимисиз вә мустәқил һалда тәкшүрүшигә йол қоюшни тәләп қилған иди.

Юқириқи тәшкилатлар явропа иттипақини кишилик һоқуқ диялогида оттуриға қойған бу тәләп вә әндишилирини 9-апирилдики учришиштиму қайта тәкитләш, бу һәқтә хитайға ортақ бесим һасил қилишни тәкитлигән.

Кишилик һоқуқ сөһбитидә явропа иттипақи уйғур сиясий мәһбуслардин илһам тохти, ташполат тейип, раһилә давут, әли мамут, ғәйрәт нияз, мәмәтҗан абдулла вә абдухелил зунунларниң қоюп берилиши тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.