Канаданиң “CBC” қанилида уйғур елидә йолға қоюлған лагер түзүми һәққидә хәвәр тарқитилди

Канаданиң “CBC” қанилида уйғур елидә йолға қоюлған лагер түзүми һәққидә хәвәр тарқитилған. Хәвәрдә, канадада турушлуқ белиқиз муһәммәдниң иниси лагерға елип кетилгәнликтин униң инисидин икки йилдин буян хәвәр алалмайватқанлиқидәк бир һекайә арқилиқ бүгүн уйғурлар учраватқан еғир зулум вә бу вәйран болуватқан уйғур аилилириниң әһвали йорутуп берилгән.

Белиқиз муһәммәдниң “CBC” қанилиға баян қилишичә, униң иниси бурун түркийә вә малайсияға чиққан болуп, у инисиниң лагерға қамилишиға мана бу сәпәрлириниң сәвәб болған болуши мумкинликини билдүргән.

Хәвәрдә, уйғурларниң мусулман дөләтләргә саяһәткә чиқишиниңму уларниң лагерға қамилишиға сәвәб болидиған бир амил икәнлики баян қилинған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org