“кәспий тәрбийәләш” ниң буниңдин кейин техиму кеңәйтилиши тәрәп-тәрәптин мәлум болмақта
Уйғур дияридики лагерларниң тақилиши һәққидә охшимиған пикирләр оттуриға чиқиватқанда “тәрбийәләш мәркизи” намидики муәссәсиләрниң буниңдин кейин техиму кеңәйтилидиғанлиқи һәққидә биваситә вә васитилик учурлар көпләп мәлум болмақта.
-
Мухбиримиз әзиз
2019-10-15 -
-
-
Уйғур дияридики лагерларниң тақилиши һәққидә охшимиған пикирләр оттуриға чиқиватқанда “тәрбийәләш мәркизи” намидики муәссәсиләрниң буниңдин кейин техиму кеңәйтилидиғанлиқи һәққидә биваситә вә васитилик учурлар көпләп мәлум болмақта.
Уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида омумйүзлүк давам қиливатқан “кәспий маһарәт бойичә тәрбийәләш” намидики сиясий паалийәтни техиму кеңәйтиш җәрянида хитай даирилириниң буниңға мунасивәтлик “сиясий өгиниш” ләрни көпләп уюштуруватқанлиқи мәлум. Болупму хитай һөкүмити тарқатқан “шинҗаңға аит бирнәччә тарихий мәсилә” темисидики ақ ташлиқ китаб, “шинҗаңдики террорлуққа вә әсәбийликкә қарши туруш күриши һәмдә кишилик һоқуқ капалити”, “шинҗаңдики кәспий маһарәт тәрбийәләш хизмити” қатарлиқ материяллар арқилиқ террорлуқ вә әсәбийликниң һәқиқәтәнму ямрап кәткәнлики, уни түп-йилтизидин йоқитиш үчүн “кәспий җәһәттики тәрбийәләш” ни күчәйтиш зөрүрлүки көпләп тәшвиқ қилинған.
“тәңритағ тори” ниң 15-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, бу хилдики типик “өгиниш” үчүн өткән һәптә үрүмчидики иҗтимаий пән саһәсиниң вәкилләр йиғини өткүзүлгән. Буниңда хитай һөкүмитиниң террорлуқ вә әсәбийликкә зәрбә беришиниң қануний асаси вә буниңдики тәҗрибиләр қайта өгинилгән. Шуниңдәк иҗтимаий пән хизмәтчилириниң идеологийә җәһәттә өз ролини толуқ җари қилдуруши тәләп қилинған.
Хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики мәхсус лайиһәсиму йеқинда омумйүзлүк тарқитилған. “шинҗаң гезити” ниң 15-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, мәзкур лайиһәдә 2019-йилидин 2021-йилиғичә болған арилиқта “кәспий маһарәт бойичә тәрбийәләш” һәрикити давамлиқ юқири пәллигә көтүрүлүп, һәр йили 500 миң адәм қетимдин ашуруш оттуриға қоюлған.
Йеқиндин буян хитай даирилири “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дәп атаватқан лагерларға “тәрбийәләш” намида қамивалған уйғурларниң мутләқ көп қисминиң әмәлийәттә һечқандақ “тәрбийәләш” кә еһтияҗи йоқ кәспий хадимлар икәнлики лагер тутқунлириниң гуваһлиқлиридин көпләп мәлум болмақта. Анализчилар мушу әһвалларға асасән уйғурлар дияридики лагерларға әвәтилидиғанларниң сани буниңдин кейинки үч йилда техиму ешиши мумкин, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.