Хитай даирилири йәнә 6 дөләтниң мухбирлирини уйғур районида зиярәткә тәшкиллигән

Хитай даирилири 9‏-январдин башлап түркийә, мисир, пакистан, афғанистан, бангладәш, сириланка қатарлиқ 6 дөләтниң мухбирлирини уйғур аптоном районида зиярәткә тәшкиллигән.

Хитай даирилири 9‏-январдин башлап түркийә, мисир, пакистан, афғанистан, бангладәш, сириланка қатарлиқ 6 дөләтниң мухбирлирини уйғур аптоном районида зиярәткә тәшкиллигән.

Бу, хитай даирилириниң уйғур районидики 3 милйондәк адәм қамалған йиғивелиш лагерлирини “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дәп ақлашқа башлиғандин бери 2‏-қетим бу хил зиярәткә тәшкиллишидур. Даириләр өткән һәптә бир гуруппа чәтәл мухбирлирини қәшқәр, хотән шәһири вә қарақаш наһийәсидики 3 “кәспий тәрбийәләш мәркизи” ни зиярәт қилдурған. Әмма бу орунлар бәзи чәтәл таратқулирида гуман қозғиған. Ройтерс агентлиқи шу қетимқи зиярәт һәққидики хәвиридә, өзлириниң хитай һөкүмити көрситишни халиған йәрләрни зиярәт қилалиғанлиқини билдүргән. Даириләр өткән қетимлиқ мухбирлар гурупписиға ройтерс агентлиқиниң мухбирини қатнаштурған болсиму, лекин бу қетим бирму ғәрб мухбирини қатнаштурмиған.

“җуңго хәвәрләр” ториниң билдүрүшичә, бу қетимқи зиярәткә түркийә, мисир, пакистан, афғанистан, бангладәш, сириланка қатарлиқ 6 дөләтниң 12 мухбири, тәһрири, риясәтчи вә фотографлири тәклип қилинған болуп, улар тунҗи қәдәмдә санҗи шәһирини зиярәт қилған. юқириқи дөләтләрниң хитай билән мунасивити наһайити қоюқ болуп, бу дөләтләр хитайниң 3 милйондәк мусулманни йиғивелиш лагерлириға қамап, уларға қарита “мәдәнийәт қирғинчилиқи” елип беришиға сүкүт қилиш билән әйиблинип кәлгән.

“җуңго хәвәрләр” ториниң билдүрүшичә, мухбирлар гурупписи 11‏-январ күни санҗидики зияритини түгитип, кейинки зиярәт бекитигә қарап йүрүп кәткән. Бу қетимқи мухбирлар гурупписиниң тәркибидә түркийә атв телевизийә қанилиниң мухбириниң барлиқи диққәт қозғиди. Түркийәниң “зирвә ширкәтләр гуруһи” ға қарашлиқ мәзкур телевизийә қанилиниң әродоған һөкүмити билән йеқин мунасивити барлиқи мәлум. Атв телевизийә қанили билән “зирвә ширкәтләр гуруһи” ниң “сабаһ” гезити бурун уйғур мәсилисидә хитайни қоллайдиған хәвәрләрни бәргән. “җуңго хәвәрләр” ториниң билдүрүшичә, мухбирлар гурупписи санҗидики зияритидин ахирлаштурғандин кейин, иккинчи қәдәмдә қәшқәр билән артушни зиярәт қилидикән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org