Хитай даирилири лагер сиртидики уйғурларға қарита “кәспий тәрбийәләш” көлимини кеңәйтишкә киришкән

Хитай һөкүмити уйғур районида йиғивелиш лагерлириниң сиртидики уйғурларға қарита “кәспий тәрбийәләш” елип берип, уларниң “ишқа орунлишиш” салмиқини ашурмақчи икән.

Хитай һөкүмити уйғур районида йиғивелиш лагерлириниң сиртидики уйғурларға қарита “кәспий тәрбийәләш” елип берип, уларниң “ишқа орунлишиш” салмиқини ашурмақчи икән.

“шинхуа агентлиқи” ниң 11‏-март хәвәр қилишичә, даириләр уйғур аптоном районида “кәспий тәрбийәләш” ниң көлимини кеңәйтип, шәһәр-йезилардики “ишқа орунлишишни үмид қилидиған” әмгәк күчлириниң һәммисини бирдәк “кәспий тәрбийәләш” даирисигә елишни қарар қилған. Мәзкур сиясәт хәлқара җәмийәтниң диққити уйғур районидики йиғивелиш лагерлириға мәркәзләшкән бир вақитта елан қилинди.

Б д т ниң кишилик һоқуқ алий комиссари мишел башилейт өткән һәптә кишилик һоқуқ кеңишидә доклат берип, хитайни б д т ниң уйғур районида тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа чақирған иди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити тәрипләватқан “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” униң йиғивелиш лагерлирини пәрдазлаштики бир васитиси хәлқарани қаймуқтуруш ролини ойнимақта икән

Америка һөкүмити нөвәттә бу лагерларда 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур вә башқа милләтләрниң тутуп турулуватқанлиқини илгири сүрүп кәлди.

Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, даириләр буниңдин кейинки “кәспий тәрбийәләш” обйектини уйғур елиниң җәнубидики 3 вилайәт, бир област вә или қазақ аптоном областини мәркәз қилип, алий мәктәпни пүттүрүп ишқа орунлишалмиған, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни пүттүрүп юқирилап оқуялмиған әмгәк күчлиригә вә йеза ешинча әмгәк күчлиригә кеңәйтидикән.

Хәвәрдә, даириләрниң 2018‏-йили уйғур аптоном районида бир милйон 270 миң адәм қетимдин артуқ “кәспий тәрбийәләш” елип барғанлиқи, униң бу йиллиқ пилани бир милйон 100 миң адәм қетим “кәспий тәрбийә” елип бериш икәнлики билдүрүлгән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org