Лагерлар вәзийити муһаҗирәттики уйғур шаирлириниң шеирлири арқилиқ тонуштурулди
2019.03.07
Уйғур районидики йиғивелиш лагерлириниң вәзийитини дуняға тонутушта илмий тәтқиқатлири вә иҗтимаий паалийәтлири билән сәпниң алдида кетиватқан америкилиқ тәтқиқатчи даррен байлер алдинқи күни елан қилған лагерлар вәзийити һәққидики әң йеңи мақалисидә муһаҗирәттики бир қисим уйғур шаирлириниң шеирлири вә тәсиратлири арқилиқ тонуштурди.
Тәтқиқатчи даррен байлерниң “сапчайна” (SupChina) торида 6-март күни елан қилинған мақалисидә шаирә муйәссәр абдуләһәдниң “отниң ичигә қайтиш” намлиқ шеири билән шаир абдушүкүр мәмәтниң “кечә” намлиқ шеирини тәрҗимә вә тәһлил қилип, уйғур райондики йиғивелиш лагерлири сәвәблик уруқ-туғқанлириниң из-дерикини алалмайватқан муһаҗирәттики уйғурларниң аччиқ ой-хияллирини йорутуп бәргән.
Мәзкур шаирларниң қисмән шәхсий кәчүрмишлири вә аилә-тавабиатлириниң әһвали һәққидә мәлумат берилгән бу мақалиға тутқундики сәнәткар абдуреһим һейт, нахша чолпини аблаҗан авут, шаирә чимәнгүл авут, профессор ташполат тейип, әдиб абдуқадир җалалидин вә обзорчи ялқун рози қатарлиқ уйғур сәрхиллириниң еғизлири теңилған һаләттики рәсимлири кириштүрүлгән.
Мақалиниң ахирида түркийәдики мустәқил тәтқиқатчи абдувәли аюпниң “бағримда барақсан қисас тикини” мавзулуқ шеири вә бу шеир билән апторниң шәхсий кәчмишлири арисидики бағлиниш чүшәндүрүлгән.









