Литва парламентида уйғурлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини ечилмақчи

Хитай һөкүмитиниң ‍уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқи дуня миқясида әйибләшкә учраватқанда явропадики литва җумһурийитиму өзлириниң бу һәқтики реаллиққа қарап чиқиш үчүн бир қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғини ачмақчи болуватқанлиқини билдүрди.

“балтиқ хәвәрлири тори” ниң 6-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, ғәрп дунясидики хитай һөкүмитини әйибләш долқуниға аваз қошуш һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамисигә әмәл қилиш йүзисидин литва парламенти бу йиғинни орунлаштурған. Литва парламентиниң әзаси довилий шакалина мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә юқурқи сөзләрни қилған һәмдә “хитай һөкүмитиниң бир пүтүн милләтни йоқ қиливетишкә урунуштәк бундақ қилмиши бизни қаттиқ чөчүтти” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити йеқинда шакалина ханимни “имбарго” қоюлидиған чәт әлликләр тизимликигә қошқан һәмдә униңға “толиму кәскин ибарилик мәктуп” әвәткән. Мәлум болушичә, бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғини 22-апрелда ечилидиған болуп, буниңда хәлқара мутәхәссисләр вә лагер шаһидлири гуваһлиқ беридикән.

Мәлум болушичә, литва җумһурийити голландийәдин кейин уйғурлар мәсилиси һәққидә сөз қилған иккинчи явропа дөлити һесаблинидикән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org