Литва ташқи ишлар министирлиқи хитайниң тәһдитлиригә пәрва қилмайдиғанлиқини билдүрди
2021.08.11
Уйғур дияридики сиясий бастуруш хәлқараниң күчлүк диққитини қозғиғандин кейин литва парламенти “хитай һөкүмити уйғурларни қирғин қиливатиду һәмдә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватиду” дәп рәсмий қарар алғаниди. Әнә шу вақиттин башланған икки тәрәп оттурисидики дипломатик кризис литва һөкүмитиниң тәйвән билән болған мунасивити қоюқлашқандин кейин йәнә бир балдақ өрлигәниди. Болупму тәйвәнниң литвада “вәкилләр ишханиси” ачқанлиқи түпәйлидин 10-авғуст күни хитай һөкүмити өзиниң литвадики баш әлчисини чақиртип кәтти.
11-Авғуст күни литва ташқи ишлар министирлиқи өзлириниң тор бетидә баянат елан қилип өзлириниң тәйвән билән болған мунасивитини давам қилдуридиғанлиқини билдүрди. Баянатта “биз явропа иттипақидики вә дуняниң башқа җайлиридики көплигән дөләтләргә охшашла тәйвән билән болған мәнпәәтдарлиқ алақимизни сақлап қалимиз” дейилиду.
Әмма хитай һөкүмитиниң бу қилмиши хәлқарада кәскин тәнқидләнди. Тәйвән ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә пикир қилип “литва һөкүмитиниң бу һәрикити миллий ғурур вә әркинликни қоғдашниң типик үлгиси” деди. Америка ташқи ишлар министирлиқиму буни тәнқидләп “һәрқандақ бир дөләтниң өз ташқи сияситини бекитиши башқиларниң мәҗбурлишиға дуч кәлмәслики лазим” деди.









