Лондондики хитай әлчиханисиниң көчүрүлүши қаршилиққа дуч кәлди
2020.09.29
Хитай һөкүмити йеқинда лондондики баш әлчиханисини шәрқий лондон райониға көчүрмәкчи болғанда уйғурлар мәсилиси вә хоңкоңдики демократийәни бастурушни чөридигән күчлүк қаршилиққа дуч кәлди.
“муһапизәтчи” гезитиниң 28-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, лондонниң ғәрбий қисмиға җайлашқан хитай әлчиханиси лондонниң шәрқ тәрипидики “хамлет мунари” райониға көчмәкчи болған. Әмма бу район әнглийәдики мусулманлар әң мәркәзлик олтурақлашқан җай болуп, пүткүл район аһалисиниң 38 пирсәнти мусулманлар икән. Әркин демократлар вә консерватиплар шу күни өткүзүлгән йиллиқ йиғинда хитай әлчиханисиниң бу районға көчүрүлүшигә қарши туруш мәзмунида муһакимә уюштурған. Әркин демократлар партийәсидин болған комитет әзаси рабина хан бу һәқтә сөз қилип “биз барлиқ әзаларни өз әлчиханисини бу җайға көчүрмәкчи болған хитай һөкүмитигә очуқ мәктуп йоллап, уларниң уйғурларни бастуруш қилмишини қәтий әйибләйдиғанлиқимизни билдүрүшкә чақирдуқ” дегән.
Гәрчә муһакимидә хитай әлчиханисиниң көчүрүлүшини рәт қилиш һәққидә қарар елинмиған болсиму, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикитиниң әлчихана көчүрүлмәкчи болған җайдики аһалини биарам қилидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Хитай һөкүмитиниң баш әлчиханини көчүрмәкчи болғанлиқи һәққидики хәвәр 2018-йили дәсләпки қәдәмдә мәлум болғанда буни алқишлайдиғанлиқини билдүргән сиясийонларниң бири марк байнес бу һәқтә тохтилип “мән һазир буниңға пүтүн күчүм билән қарши туримән. Мениңчә нурғун кишиләрму буниңға қарши туриду” дегән.
“хамлет мунари” районлуқ һөкүмәтниң баянатчисиниң билдүрүшичә, хитай әлчиханиси нөвәттә илтимас басқучида туруватқан болуп, буниң ахирқи һесабта толуқ ишқа ешишиға хели вақит кетидиғанлиқини билдүргән.