Луйиза грев: “хитай рәқәмлик диктаторилиқниң әң типик модели!”

Мухбиримиз әзиз
2019.01.16

Канада һөкүмити хитайдики хуавей ширкитиниң баш малийә әмәлдари мең вәнҗуни “иранни җазалашқа бузғунчилиқ қилмақчи болған” дегән әйибләш билән қолға алғандин кейин, йеқинда хуавей ширкитиниң полшадики бир қисим хизмәтчилириниң җасуслуққа четилип қалғанлиқи һәрқайси ахбарат васитилиридә хәвәр қилинди. Болупму хуавей ширкитиниң полшадики җасуслуқ қилмишиниң хитай һөкүмити билән мунасивәтлик икәнлики оттуриға чиққандин кейин хитай һөкүмити өзлирини ақлап, өзлириниң һәрзаман “башқиларниң қанунлуқ һәқлиригә вә қизиқишиға һөрмәт қилип кәлгәнлики” ни тәкитлиди.

Вашингтон шәһиридики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң ташқи ишлар директори луйиза грев ханим бу мунасивәт билән мәхсус мақалә йезип, хитайниң маһийәттә сифирлиқ диктаторилиқниң әң йеңи үлгисини яратқанлиқини баян қилди.

Луйиза ханимниң пикричә, хитайниң һазирқи рәқәмлик диктаторилиқ системиси аллиқачан хитай дипломатийәсиниң бир муһим мәзмуниға айлинип болған. У “вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җош рогиндин нәқил елип, бу һални “чичаңшиш дипломатийәси” дәп җанлиқ тәсвирләйду. Шуниңдәк буниңға мисал қатарида бирәр айчә илгири хитай мухбириниң лондондики йиғин мәйданини малиман қилғанлиқи һәмдә йиғин әһлини хитайға қарши мәйданда болғанлиқи үчүн әйибләп халис хизмәт қиливатқан бирәйләнни бир шапилақ урғанлиқини әсләп өтиду.

Апторниң қаришичә, хитай һөкүмити дөләт ичидә теңшүн ширкити вә униң мәһсулатлири болған QQ, үндидар қатарлиқларға орғақ-болқа шәкиллик тамғиларни чаплиған. Булардики барлиқ язма вә учурларниң пүтүнләй һөкүмәт контроллуқида икәнлики һәммигә аян болуп, теңшүн ширкитиниң шенҗен шәһиридики баш ширкити алдиға ғайәт зор орғақ-болқа һәйкили орнитилған, шуниңдәк униң астиға “партийәмизгә әгишип содиңизни башлаң!” дегән шоар йезилған.

Апторниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң бу йосундики мутләқ контроллуқ хаһиши өтмүштә зор паҗиәләргә сәвәб болған. Буниң әң дәсләпкиси 1942-йили йәнәндә башланған “истил түзитиш һәрикити” болса, кейинкиси “он йиллиқ сараңлиқ” дәп аталған “мәдәнийәт зор инқилаби” дәври болған. Әмди ашу мудһиш дәврниң қайтидин башлинишиға охшап кетидиған әһваллар хитай һөкүмити “ислаһат вә ечиветишниң 40 йиллиқини тәбрикләш” билән алдираш болуватқанда арқиму-арқидин оттуриға чиқмақта. Буниң әң типик ипадиси нөвәттә милйонлиған уйғурниң “әсәбийлик” кә бағланған һалда лагерларға қамилишида әкс әтмәктә икән.

У “чәтәл дипломатийәси” дә елан қилинған “хитайдики җаза лагериға апиридиған 48 хил қилмиш” ниң ичидә мушу хилдики рәқәмлик контроллуққа ятидиған түрләрни әсләп чиқиш арқилиқ нөвәттә ши җинпиңниң шәхскә чоқунуш вә “парихорлуққа қарши туруш” намида бу хил диктаторилиқни кеңәйтиватқанлиқи, буниң кәлгүсидики техиму зор болған қабаһәткә, җүмлидин нурғун кишини “тирикла йәветишкә” сәвәб болуп қелишидин һәммила кишиниң әндишигә чүшкәнликини баян қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.