Ма шиңруйниң турпанда “юқири сүпәтлик тәрәққият” һәққидә қилған сөзлири диққәт қозғимақта
2023.09.12
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй йеқинда турпан вилайитидә “хизмәтләрни көздин кәчүрүш” җәрянида “баш секретар ши җинпиңниң йеқинда аптоном районлуқ һөкүмәт вә биңтүәнниң хизмәт хуласисини аңлиғанда қилған сөзлириниң роһини чоңқур өзләштүрүш, партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш сияситини толуқ иҗра қилиш” һәққидә вәз ейтқан.
Хитай башқурушидики “тәңритағ” ториниң 12-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, ма шиңруй турпан музейи, идиқут үзүмчилик базиси қатарлиқ җайларға берип “юқири сүпәтлик тәрәққият” ни йеңи пәллигә елип чиқиш һәққидә йолйоруқ бәргән. Шуниң билән биргә хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ суғириш” , “җуңхуа миллити ортақ кимлики чүшәнчисини чоңқурлаштуруш” хизмитини иккинчи түркүмдики асасий маарип әндизиси қилишни тәкитлигән. Әмма уйғурларниң әң қәдимий маканлиридин болған турпандики йәрлик хәлқниң турмушини яхшилаш һәққидә бир еғизму сөз болмиған.
Хитай һөкүмити өткән йиллардин башлап изчил түрдә уйғур диярини өзлириниң әң чоң ишләпчиқириш базилириниң биригә айландуруватқан болуп, буниңдики “сәккиз чоң кәсип топи” әң нуқтилиқ түрләрдин болуп қалған. Бу әһвал болса изчил хитай ахбаратлирида “юқири сүпәтлик тәрәққият” дәп тәриплинип келиватқанлиқи мәлум. Ма шиңруй бу қетимқи “көздин кәчүрүш” җәрянида ши җинпиңниң үрүмчидә сөзлигән сөзлирини өгинишниң бир түрлүк җиддий сиясий вәзипә икәнликини, буниң узун мәзгиллик әминлик вә муқимлиқ бәрпа қилиш, “бәшни етирап қилиш” ни омумлаштуруштики түп вә узун мәзгиллик ачқуч икәнликини әскәртиш арқилиқ нөвәттә иҗра қилиниватқан сиясий тәдбирләрниң узун муддәт давам қилидиғанлиқини ишарә қилған.