Йоқап кәткән малайшия айропиланидики йолучиларниң аилә-тавабиатлири бейҗиңда намайиш қилди
2016.07.29
2014-Йили 8-март күни бейҗиңға кетиветип из-дерәксиз йоқап кәткән MH 370 номурлуқ айропиландики йолучиларниң аилә-тавабиатлири җүмә күни хитай ташқи ишлар министирлиқи алдида намайиш қилип, айропилан издәшни тохтитишқа наразилиқ билдүргән.
Намайишчилар хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшүшни тәләп қилған. Йоқап кәткән айропилан малайшия пайтәхти куалалумпурниң қозғилип, йолда ғайиб болған. Айропиландики бир уйғурни өз ичигә алған 239 нәпәр йолучиниң көп қисми хитай пуқраси иди.
Айропиландики уйғур йолучиниң рәссам мәмәтҗан абдулла икәнлики мәлум болған. Лекин хитай тор бәтлиридә айропиланни бу уйғурниң елип қачқанлиқи муназирә қилинған. Хитай һава йоллири даирилириниң йолучилар тизимликидин униң исмини чиқириветиши техиму гуман қозғап, америка уйғур җәмийитиниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Америка уйғур бирләшмиси хитай даирилириниң һәрикитини униңға қилинған боһтан һәм кәмситиш, дәп агаһландурған иди.
Айропиланниң бәзи парчилири җәнубий һинди окяндин тепилған болсиму, әмма айропиланниң гәвдиси һазирға қәдәр тепилмиған. Нәтиҗидә малайшия, австралийә вә хитай 3 дөләт өткән һәптә йиғин ечип, издәшни тохтитишни қарар қилған.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи ғайиб йолучиларниң аилә тавабиати билән сөһбәт өткүзүшни рәт қилған. Йолучиларниң бир аилә тавабиати бирләшмә агентлиқиға сөз қилип, “бизниң, у йиғинда қандақ ишларниң болғанлиқини толуқ билишкә һәққимиз бар” дегән.