Малайшиядики сайлам ахирлашти
2013.05.05
Йәкшәнбә күни малайшия тарихида 1957 - йилидин буянқи әң кәскин сайлам өткүзүлди.
Әгәр бу сайламда өктичи партийә ғәлибә қилса, 1957 - йили, малайшия мустәқил болған 56 йилидин буян һакимийәтни идарә қиливатқан миллий фронтниң малайшияни идарә қилишиға хатимә берилиду. Йәни, миллий фронт рәһбири, малайшия баш министири нәҗиб разақ вәзиписидин қалиду.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, миллий фронтқа қарши риқабәтчи сүпитидә сайламға чүшкән үч партийиниң бирлишиши асасида қурулған хәлқ бирликиниң рәһбири әнвәр ибраһимниң ғәлибә қилиши еһтималлиқи илгири сүрүлмәктә.
Йәкшәнбә күни пүтүн малайшия бойичә 8789 беләт ташлаш понкити паалийәт елип барған. 18 Дөләтниң көзәткүчилири сайламни көзәткән. 1200 Дин артуқ һөкүмәткә тәвә әмәс тәшкилат көзәткүчилири сайлам җәрянини назарәт қилған.
Әнвәр ибраһим илгири малайшия муавин баш министири болған. Кейин сотлинип, түрмигә мәһкум қилинған, бирақ у сиясий паалийәтлирини изчил давамлаштурған иди.