Малайсия баш министири әнвәр ибраһим: “шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр хитайниң ичкий иши”
2023.04.03
2018-Йили хитайдин уйғурларниң диний вә һәрикәт әркинликини етирап қилишини тәләп қилған әнвәр ибраһим, малайсия баш министири сүпити билән өткән һәптә хитайда елип барған зияритидә илгирики сөзлиригә қарши һалда, “шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләрниң хитайниң ичкий иши” икәнликини илгири сүргән.
2022 Йили 11-айда малайсияниң баш министирлиқ вәзиписигә олтурған әнвәр ибраһим, 29-марттин 1-априлғачә давамлашқан зитай зияртидә хитай баш министири ли чяң вә хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшүп, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пилани астида малайсияниң шәрқий деңиз саһили төмүрйол қурулушини өз ичигә алған малайсия-хитай сода, иқтисадий һәмкарлиқини күчәйтишкә қошулған.
Малайсия “юлтуз” гезитиниң хәвиридә, әнвәр ибраһимниң төмүрйол қурулушида хитайниң “йәрлик ишчиларни ишлитишкә қошулғанлиқи”, буниң “башқа барлиқ қурулушларғиму тәдбиқлинидиғанлиқи”, икки тәрәпниң аптомобил вә һалал мәһсулатлар ишләпчиқиришини өз ичигә алған башқа саһәләрдиму һәмкарлишишқа қошулғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлгән. Малайсия таратқулирида әнвәр ибраһимниң 1-април күни хитай баш министири билән көрүшкәндә, уйғурлар тоғрилиқ тохталған-тохталмиғанлиқи тилға елинмиған болсиму, лекин хитай ташқий ишлар министирлиқиниң рәсми торида елан қилинған бу һәқтики ахбаратида, әнвәр ибраһимниң малайсия давамлиқ “бир хитай сиясити” дә чиң туриду. Шинҗаңға алақидар мәсилиләр хитайниң ичкий иши” дегәнлики тәкитләнгән.
Әнвәр ибраһим 2018-йили малайсия парламентиниң әзалиқиға сайланғанда “никий асия” ториниң зияритини қобул қилип, хитайниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилишиға қарита ипадә билдүргән. У бейҗиңни уйғурларниң диний һоқуқи вә һәрикәт әркинликини етирап қилишқа үндигән иди. Малайсия “юлтуз” гезитиниң қәйт қилишичә, әнвәр ибраһим бу қетимқи зияритидә йәнә хитайниң малайсияға 170 милярд йүән мәбләғ селиш вәдисигиму еришкән.