Уйғурлар мәсилиси малайсия сиясий саһәсидә зор ғулғула қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2019.10.02

Малайсия баш министири муһәммәд махатир өткән һәптә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)дики кеңәштә уйғурларниң зулумға учриши һәққидә пикир баян қилип “ислам дуняси бу мәсилидә сүкүт қиливатиду. Чүнки хитай бәк қудрәтлик” дегәниди. Шуниңдин кейин узун өтмәй “ню-йорк вақти” гезити “хитай дуняни лагердики мусулманлар мәсилисидә сүкүткә чөмдүрмәкчи. Улар һазир ғәлибә қилмақта” темисида мәхсус мақалә елан қилип малайсия һөкүмитиниң бу мәсилидики бәзи пикрини ашкарилиғаниди.

Мақалида хитай һөкүмити бир қисим чәтәл дипломатлирини уйғурлар дияридики лагерларни екскурсийә қилишқа тәшкиллигәндә малайсиядин бир дипломатниң барлиқи алаһидә тәкитләнгән. Шундақла униң сөзлиридин нәқил кәлтүрүп: “қәшқәр вә хотән әрваһлар шәһиригә айлинип қелипту. Тәрбийәләш мәркизидики оқуғучиларниң чирайидин қорқунч вә ғәм-қайғу төкүлүп туриду. Хитайниң террорлуққа қарши туруш һоқуқи бар болсиму әмма бу һоқуқ уйғурларға хата вә қанунсиз йосунда ишлитилгән” дейилиду.

2-Өктәбир күни малайсия ташқи ишлар министири “ню-йорк вақти” гезитиниң бу мақалисигә қаттиқ наразилиқ билдүрди һәмдә “бу мақалида ахбарат әхлақиға хилап қилмишлар орун алған. Шундақла реаллиқни әкс әттүрмигән. Малайшия билән хитай оттурисида наһайити чоңқур достлуқ вә өзара һөрмәт давам қилмақта” дегән.

Худди шу вақитта малайсиядики әң чоң пуқравий ислам тәшкилатлиридин болған “малайсия мусулман яшлар һәрикити” баянат елан қилип, малайсия һөкүмитини уйғурлар мәсилисидә бейҗиңға қаттиқ турушқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.