“бүгүнки малайсия” гезитидә уйғурларни һимайә қилиш чуқанлири орун алди

Мухбиримиз әзиз
2022.10.18

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қармиқидики кишилик һоқуқ кеңишиниң уйғурлар һәққидики доклат тоғрисида муназирә уюштуруш тәклипи кишилик һоқуқ кеңишигә әза 47 дөләттин 19 дөләтниң рәт қилиши, 17 дөләтниң һимайә қилиши түпәйлидин авазға қоюшта мәғлуп болғаниди. Йеқинда малайсиядики әң чоң мустәқил гезитләрдин болған “бүгүнки малайсия” гезити бу һәқтики җамаәт пикрини топлап, хәлқ аммисиниң һөкүмәткә болған наразилиқини ипадилиди.

Тәнқид пикирлири шу қетимлиқ аваз бериштә мутләқ көп қисим ислам дөләтлириниң хитай тәрәптә турғанлиқи яки “әпчиллик билән һоқуқидин ваз кәчкәнлики” ни муһим темиларниң бири қилди. Шу қатарда “һоқуқидин ваз кечиш” ни таллиғанлар қатаридин малайсияниңму орун алғанлиқи тәнқидлинип “немә үчүн ‛малайсия ислам партийәси‚ вә униң рәиси абдул һади аваң (Abdul Hadi Awang) уйғурларниң шунчә дат-пәрядиға қулақ салмайду?” дәп соал қоюлди. Шундақла ислам һакимийәтлириниң хитай иҗра қиливатқан залимлиқини һимайә қилиши билән хитайға қарши чиққучиларниң көп қисми христиан дуняси икәнлики селиштурулди.

Йәнә бәзи пикир бәргүчиләр болса исраилийә тәвәликидики әрәбләргә шунчә көп әркинлик вә һәқләр берилгән турсиму әрәб дунясиниң изчил исраилийәни тәнқидләп кәлгәнликини, көрсәтти. Мәзкур пиир игилири уйғурларға әң әқәллий һәқләр берилмигәнни аз дәп уларни лагерға қамаш һәмдә пүткүл милләт бойичә йоқитиш мәлум болуватқанда исраилийәни тәнқидләп кәлгән әрәб һакимийәтлириниң “зуван сүрмәс” болуп қалғанлиқини тәнқидләп: “өзлириниң мусулман қериндашлирини хитай өлтүрүватса ислам дунясиниң қарап турғинини немә дәп чүшинимиз?” дәп соал қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.