Малайсия парламентида уйғурлар мәсилиси йәнә бир қетим тәкитләнди
2019.11.12
Малайсияниң сиясий сәһнисидики йетиливатқан яшлардин парламент әзаси ник назми 8-ноябир күни малайсия парламентида ечилған бир қетимлиқ чоң йиғинда парламент башлиқиға уйғурлар мәсилиси һәққидә ағзаки мәлумат бәрди.
У сөзидә “шәрқий түркистанда уйғурлар еғир зулумға учраватиду. Малайсия үчүн хитай гәрчә наһайити муһим орун игилисиму, биз өзимизниң дөләт пиринсипини бир яққа қайрип қоюп туруп, уйғурлар һәққидә зуван сүрмисәк қәтий болмайду” деди.
Назми сөзиниң давамида һазир ислам дунясида пәқәт малайсия вә түркийәниңла уйғурлар һәққидә анчә-мунчә сөз қиливатқанлиқини, әмди буларниңму җим болувелишни таллишини әйиблиди. Шуниң билән биргә доктур адрян зенз хитай һөкүмитиниң мәлуматлири асасида тәйярлиған доклаттин мисал елип, һазир уйғурлар дуч келиватқан әһвалниң адәттики кишилик һоқуқ мәсилиси әмәсликини, малайсия һөкүмитиниң бу мәсилидә әмәлий һәркәттә болушини алаһидә тәкитлиди.









