Лагерлар муназирә қилиниватқан малайсияда “шинҗаң сәнәт өмики” оюн қойди

Мухбиримиз әркин
2019.12.23

Уйғур районидики лагерлар қаттиқ муназирә қилиниватқан малайсияда “шинҗаң сәнәт өмики” ниң оюн қоюш паалийити өткүзүлгән.

Малайсияда уйғур районидики лагерлар муназирә қилиниватқан шундақла 20 дәк мусулман дөлитиниң рәһбири малайсияға топланған мәзгилдә хитайниң “шинҗаң сәнәт өмики” ни малайсияға елип чиқиши диққәт қозғиди.

Түркийә, қатар, иран, малайсия қатарлиқ 20 дәк мусулман дөлитиниң рәһбири 18‏-декабир күни дунядики мусулманлар дуч келиватқан мәсилиләрни музакирә қилиш үчүн куала-лампурда йиғин өткүзгән. “шинҗаң сәнәт өмики” ниң дәл мушу мәзгилдә малайсияда оюн қоюшиниң тасадипийлиқ яки пиланлиқ орунлаштуруш икәнлики мәлум әмәс.

Йиғинниң һарписида кишилик һоқуқ тәшкилатлири мусулман рәһбәрлириниң бу йиғинда уйғур мәсилисини музакирә қилишини тәләп қилған. Шуниң билән бир вақитта йәнә өткән һәптә хитайниң малайсиядики баш әлчиси бәй тйәнниң малайсия таратқулирида мақалә елан қилип, ғәрб таратқулирини уйғурлар һәққидә “йерим ямидақ хәвәрләрни тарқитиш” билән әйиблиши шундақла хитайдики аз санлиқ милләтләрниң “әвзәл сиясий‏-иҗтимаий параванлиққа еришиватқанлиқи” ни илгири сүрүши малайсияда муназирә қозғап, хитай баш әлчиси қаттиқ тәнқидигә учриған иди.

Хитайдики “җуңго хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, “шинҗаң сәнәт өмики” бу сәпиридә малайсияниң куала-лампур, куантан қатарлиқ чоң шәһәрлиридә оюн қойған. Бу җәрянда 12 муқамниң “җуласи”, “мудәнхан”, “долан мәшрипи”, “тәхсә уссули”, қазақларниң “қиз қовар” қатарлиқ классик сәнәт номурлирини орундап, “шинҗаң хәлқиниң һаятқа болған қизиқиши вә интилишишини ипадилигән.” лекин уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, бу паалийәт хитайниң уйғур районидики “мәдәнийәт қирғинчилиқи” ни пәрдазлаш үчүн елип бериватқан тәшвиқатиниң бир парчиси икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.