Әнвәр ибраһимниң бейҗиңда ши җинпиңға яхшичақ болуши диққәт қозғимақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.11.07

Хитай башқурушидики “шинхуа агентлиқи” ниң 7-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, малайсия баш министири әнвәр ибраһим шу күни бейҗиңға йетип кәлгән һәмдә хитай рәиси ши җинпиң билән сөһбәтләшкән.

Хәвәрдә ейтилишичә, ши җинпиң сөһбәт җәрянида әнвәр ибраһим башчилиқидики малайсия һөкүмитиниң хитай билән болған достлуқ мунасивитигә наһайити юқири баһа бәргән. Шуниңдәк “икки тәрәп оттурисидики бу хил һөрмәт вә достлуқ өз нөвитидә җуңхуа мәдәнийити билән ислам мәдәнийитиниң бир-биридин өрнәк елип гүллинәләйдиғанлиқини намаян қилди” дегән.

Әнвәр ибраһимму ши җинпиңни “инсанийәт мәдәнийитиниң тәрәққияти вә хәлқ турмушиниң яхшилинишиға ғайәт зор төһпә қошти” дәп мәдһийәлигән.

Һалбуки, уйғур елидә 2016-йилидин башланған ирқий қирғинчилиқта уйғур җәмийитидики васитилик яки биваситә һалда ислам диниға четишлиқ болған һәммила нәрсә “террорлуқ вә әсәбийлик” ниң аламәтлири қатарида һуҗум нишаниға айлинип қалған; ислам диниға мунасивәтлик паалийәтләргә қатнашқан һәммила киши “қайта тәрбийәләш” намидики лагерларға қамилип роһий вә җисманий җәһәттин қабаһәтлик вәйранчилиққа дучар болған; уйғурларниң миллий, диний вә мәдәнийәт дуняси пүтүнләй йоқитилиш қисмитигә дуч кәлгән иди. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн америка һөкүмити, шуниңдәк бир түркүм ғәрб парламентлири уйғурлар дуч келиватқан зулумларни “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиған иди.

Мәлумки, пүтүн дуняға шунчә ениқ дәлил-испатлири билән мәлум болған уйғур қирғинчилиқи йеқинда дәл мушу әнвәр ибраһим билән мәһди һәсәнниң сөһбәт пирограммисида тилға елинған. Әнвәр ибраһим “мән бу мәсилидә пүтүнләй башқичә қарашта” дегән һәмдә америка һөкүмитини ялған хәвәр тарқитиш билән әйиблигән. Уйғур мәсилиси билән шунчә зор тонушлуқи болған, йәнә келип баш министир болуштин илгирики йилларда уйғурлар мәсилиси һәққидә күчлүк баянатларни елан қилған бу шәхсниң баш министир болғандин кейинла башқичә мәвқәгә өтүвелиши, шу вақитта дуня миқясида зор ғулғулиға сәвәб болғаниди.

Дуня уйғур қурултийи (д у қ)ниң йеқинда боснийәниң сарайево шәһиридә чақирилған 8-қурултийи мәзгилидә “малайсия мусулман яшлар һәрикити” (ABIM)ниң рәиси әһмәд фаһми муһд шәмсидин (Ahmad Fahmi Mohd Samsudin) радийомиз зияритини қобул қилғанда, “әнвәр ибраһимниң бу хил мәвқәси өзгәртилиши керәк дәп қараймиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.