Марко рубийо: “пирезидент трамп хитайниң ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулушиға тақабил турмақчи”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2025.02.27

Америка ташқи ишлар министири марко рубийо американиң хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушиға тақабил турушни мәқсәт қилған қәдәмләрни ташлайдиғанлиқини билдүргән.

Марко рубийо бу сөзләрни йеқинда америкадики “брейтбарт хәвәрлири” (Breitbart News) ниң мәхсус зияритини қобул қилғанда ейтқан. У мундақ дегән: “пирезидент доналд трамп, хитайниң ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулушиға тақабил туруш үчүн техиму көп келишим түзмәкчи болуватиду. Мениңчә, пирезидент трамп мәзгилидә биз бу һәқтики чоң содиларни көримиз”.

Хитай һөкүмити тәрипидин йолға қоюлған вә 150 тин артуқ дөләт қол қойған “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң мәқсити, узундин бери гуман қозғап келивататти. Болупму бу қурулушқа әза болған сириланка қатарлиқ дөләтләрниң қәрз патқиқиға петип, өз портини хитайға өткүзүп беришкә мәҗбур болуши бу қурулушниң “қәрз тузиқи” дәп атилишиға сәвәб болған.

Америка ташқи ишлар министири марко рубийо юқириқи гезиткә қилған сөзидә, бу қурулушқа қатнашқан дөләтләрниң хитай алдида чүшүп қеливатқан қийин вәзийитигә сәл қарашқа болмайдиғанлиқини әскәртип, мундақ дегән: “биз яшаватқан бу дуняниң, болупму йәр шарниң йеримидин көпрәкиниң хитайниң мәблиғини алған вә хитайниң қәрзигә петип, униң шапаитигә беқинип қалған дөләтләр билән толуп кетиши, бизгә пайдилиқ әһвал әмәс. . . Бу қурулуш американиң мәнпәәтигә тәһдит пәйда қилиду. Пирезидент трамп мана бу әһвални өзгәртишкә тиришиватиду.”

Марко рубийо йәнә, буниң пәқәт американиңла арзуси әмәс, бәлки йәнә һинди-тинч окяндики японийә, корейә, филиппин, австралийә вә һиндистан қатарлиқ дөләтләрниңму арзуси икәнликини, уларниңму американиң дуня мәсилилиридә көпрәк актип болуши вә мәвҗутлуқини давамлиқ сақлишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Мушу айниң бешида, пирезидент трамп билән һиндистан баш министири нарендра моди һиндистан арқилиқ оттура шәрқ вә явропаға тутушидиған тошуш линийәси қурушни мәқсәт қилған бир қурулуш түридә һәмкарлишишқа келишкән иди.

Алдинқи айда ташқи ишлар министири марко рубийо вәзипигә олтурупла панамани зиярәт қилған иди. Арқидинла панама хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушидин чекинип чиққанлиқини җакарлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.