Кеңәш палата әзаси марку рубио шаир вә журналист қурбан мамутниң из-дерикини беришни тәләп қилди
Америка кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи әзаси марку рубио 7-май күни твиттирда учур йоллап, хитайниң атақлиқ журналист вә шаир, “шинҗаң мәдәнийити” журнилиниң сабиқ баш муһәррири қурбан мамутниң из-дерикини беришини тәләп қилған. Марку рубиониң ейтишичә, америка “бейҗиңниң уйғур миллий кимлики вә мәдәнийитини өчүрүп ташлашқа урунушини җавабкарлиққа тартиши керәк” икән.
Қурбан мамут 2017-йилиниң ахирлири үрүмчидики өйидин елип кетилгән 4 йилдин бери хитай һөкүмити һазирғичә униң аилисигә из-дерикини бәрмигән.
Даириләр бу йил радийомизға униң тутқун қилинғанлиқини етирап қилған болсиму, бирақ йәнила униң һаят-маматлиқ әһвалини ашкарилимиғаниди.
Марку рубио твиттирдики учурида “шаир вә журналист қурбан мамутниң хитай компартийәси уни шинҗаң қайта-тәрбийәләш лагериға қамиған 4 йилдин артуқ вақиттин бери оғли бәһрам синташ билән сөзлишип бақмиди. Биз бейҗиңниң уйғур миллий вә мәдәнийәт кимликини йоқитишқа урунушини җавабкарлиққа тартишимиз керәк” дегән.
Марку рубио бу учурни америка қәләмкәшләр җәмийити 6-май күни америка дөләт мәҗлисидикиләргә тутқундики язғучилар һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүп арқидинла йоллиған. Йиғинда қурбан мамутниң америкадики оғли, әркин асия радийосиниң филим ишлигүчиси бәһрам синташ сөз қилип, хитайдин дадисиниң из-дерикини беришни тәләп қилған.