Сенатор марко рубийо уйғурларға зиянкәшлик қиливатқан хитай ширкәтлирини җазалаш һәққидә йеңи бир қанун лайиһәси тонуштурди

Мухбиримиз ирадә
2022.12.15

Америка кеңәш палата әзаси, йәни сенатор марко рубийо (Marco Rubio) вә авам палата әзаси авғуст пфлугер (August Pfluger ) хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқида биваситә рол алған хитай ширкәтлирини җазалашқа мунасивәтлик бир қанун лайиһәси тонуштурди.

15-Декабир күни елан қилинған бу қанун лайиһәсигә “уйғур кишилик һоқуқиға мунасивәтлик җазаларни тәкшүрүш қануни” ( Uyghur Human Rights Sanctions Review Act ) дәп нам берилгән. Сенатор марко рубийониң ишханисидин елан қилинған баянаттин қариғанда, бу қанун лайиһәси арқилиқ хитай һөкүмитиниң башқурушида һәрикәт қилидиған вә уйғур қирғинчилиқида рол алған Hikvision, дахуа, тйәнди вә BGI қатарлиқ хитай шеркәтлиригә җаза тәдбири қойғили болидикән.

Баянатта мундақ дейилгән:

“хитай компартийәси башқурушидики пән-техника ширкәтлири шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләргә қаритилған ирқий қирғинчилиқни техника билән тәминлиди. Биз бу қанун арқилиқ америка малийә минситирлиқиниң дәрһал бу ширкәтләргә җаза тәдбири чиқиришини тәләп қилимиз.”

Сенатор марко рубийо баянаттики сөзидә, “америка байдин һөкүмитини уйғур ирқий қирғинчилиқиға қатнашқан ширкәтләргә дәрһал тәдбир қоллиниш” қа чақирған. Авам палата әзаси авғуст пфлугер болса сөзидә “хитай компартийәсиниң һәр түрлүк бастурушлириға ярдәм қиливатқан бундақ техника ширкәтлириниң җазасиз қалмаслиқи керәкликини” әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.