Доналд трамп марко рубийони йеңи нөвәтлик һөкүмитиниң ташқи ишлар министири қилип тәйинлигән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.14

13-Ноябир күни, американиң йеңи пирезиденти доналд трамп кеңәш палата әзаси марко рубийони өзиниң йеңи нөвәтлик һөкүмитиниң ташқи ишлар министири қилип тәйинлигәнликини рәсмий елан қилди.

Доналд трамп бу һәқтә бәргән баянатида мундақ дегән: “марко рубийо һөрмәткә сазавәр бир рәһбәр, шундақла у әркинликниң күчлүк қоғдиғучисидур. У дөлитимизниң күчлүк адвокати, иттипақдашлиримизниң һәқиқий дости, шундақла дүшмәнлиримиз қорқуталмайдиған бир җасарәтлик җәңчидур. Мән марко билән һәмкарлишип, америка вә дуняни қайтидин йүксәлдүрүшни, шундақла техиму бихәтәр қилип қуруп чиқишни үмид қилимән!”

Доналд трамп баянатида марко рубийониң муһим хизмәтлири қатарида у баш болуп лайиһәсини түзгән вә қанун болуп мақулланған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни алаһидә тилға алған. Баянатта мундақ дейилгән: “марко рубийо 1971-йили филорида иштатида туғулған. Униң ата-аниси кубалиқ көчмәнләрдин болуп, дадиси зияпәт сорунлирида мулазимәтчи болуп хизмәт қилған, аписи аилә аяли һәм меһманхана хизмәтчиси болуп ишлигән. Рубийо кичикидин башлапла етиқад, аилә, җәмийәт вә шәрәплик бир хизмәтниң гүзәл турмуш яритиштики әһмийитини чүшәнгән. Рубийониң сиясий саһәгә киришигә кубаниң коммунизм тәрипидин қандақ вәйран қилинғанлиқини өз көзи билән көргән бовисидин аңлиғанлири зор тәсир көрсәткән.”

Рубийо һәққидики қисқичә чүшәндүрүштә йәнә, униң аддий аилидин келип чиққан бири болуш сүпити билән, пайтәхт вашингтондики кона сиясий сәрхиллар шәкилләндүргән тәрәпбазлиқ вә қутуплишиш өткәллиридин мувәппәқийәтлик өтүп, америкадики авам пуқраларниң һоқуқини қоғдаш вә америка арзусини әслигә кәлтүрүш үчүн хизмәт қилғанлиқи нуқтилиқ тилға елинған.

Кеңәш палата әзаси марко рубийо X арқилиқ қайтурған инкасида, доналд трампниң өзини бу вәзипигә лайиқ көргәнлики вә ишәнч қилғанлиқидин ғурурланғанлиқини билдүргән. Өзиниң америкалиқларниң мәнпәәти үчүн тиришип хизмәт қилидиғанлиқини ипадилигән.

Марко рубийониң америка ташқи ишлар министирлиқиға көрситилгәнлики җәзмләшкәндин кейин, нурғун сиясий әрбаблар вә көзәткүчиләр өзлириниң тәбриклирини билдүрүшкән, шундақла униң бу вәзипигә толиму лайиқлиқини қәйт қилишқан.

“хитай мәсилиси бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) му марко рубийони тәбриклигән. Улар тәбрикидә марко рубийониң бу органниң қурғучи әзалириниң бири икәнликини тәкитлигән. Марко рубийо хитай компартийәсиниң тәсирини чәкләш һәрикитиниң хәлқаралишиши үчүн, бу органниң қурулушиға шәхсән өзи йетәкчилик қилғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.