Майк пәнс, хитайниң уйғурларға қаратқан “йиргинчлик” диний бастурушни тохтитиши керәкликини билдүрди

Американиң муавин президенти майк пәнс америкадики бир университетта нутуқ сөзләп, хитайниң уйғурларға қаратқан “йиргинчлик” бастурушини тохтитиши керәкликини билдүргән.

Американиң муавин президенти майк пәнс америкадики бир университетта нутуқ сөзләп, хитайниң уйғурларға қаратқан “йиргинчлик” бастурушини тохтитиши керәкликини билдүргән.

Майк пәнс трамп һөкүмитидики һазирға қәдәр хитайниң 2 милйондәк уйғур вә башқиларни йиғивелиш лагерлириға қамап, уларни тили, мәдәнийити вә диний етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлишини ашкара тәнқид қилған әң юқири дәриҗилик әмәлдари.

У 30‏-март күни флорида штатидики “еви мария университети” да сөзлигән нутқида мундақ дегән: “диний бастуруш дунядики әң көп нопуслуқ дөләт-хитайда барғанчә еғирлашмақта.

Ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати хитайни 1999-йилидин буян изчил һалда ‛диний әркинликкә бузғунчилиқ қилғучи дөләт‚ дәп бекитип кәлди. Биз бу сөзләрни қиливатқан пәйтләрдә бейҗиң хитайниң ғәрбидә бәлки милйонлиған уйғур мусулманлирини аталмиш ‛қайта тәрбийәләш лагерлири‚ да тутуп турмақта.

Хитай һөкүмити христиан ‛инҗил‚ лириниң сетилишини чәклиди, улар йәнә миңлиған крест вә башқа черкав символлирини вәйран қилди һәмдә попларни түрмигә ташлиди. Һәтта һазир, хитай һөкүмити өз пуқралирини тәқиб қилиш үчүн әң илғар технологийә арқилиқ зор көләмлик көзитиш системисини тәрәққий қилдурди”.

Майк пәнсниң илгири сүрүшичә, трамп һөкүмити бу мәсилидә қаттиқ мәйданда туруп, хитай һөкүмитини бу “йиргинчлик” қилмишларға хатимә беришкә қайил қилишқа тиришидикән. Майк пәнс бу сөзләрни трамп һөкүмитиниң иттипақдаш дөләтләрни уйғур мәсилисидә хитайға қарши чиқишқа үндәватқанлиқи илгири сүрүлүватқан бир мәзгилдә қилди.

“малийә вақти гезити” ниң 31‏-март хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи йеқинқи һәптиләрдә явропа иттипақиға әза дөләтләр вә бәзи асия дөләтлирини хитайниң бир милйондин артуқ уйғурни тутқун қилишиға қарита техиму кәскин ипадә билдүрүшкә үндигән.

Хәвәрдә, америка әмәлдарлириниң чәтәл дипломатлириға тарқатқан бир материяли нәқил кәлтүрүлүп, мәзкур материялда райондики лагерларниң кеңийиватқанлиқиға даир дәлилләр вә хитайниң шинҗаң сияситиниң 5 түп нишани тилға елинғанлиқи тәкитләнгән. Хәвәрдә баян қилинишичә, хитайниң 5 түп нишани “хәлқара тәнқидни тосуп вә парчилап”, “мусулман түрки хәлқләрниң хәлқара авазини аҗизлитиш” ни, “исламни хитайлаштуруш” ни өз ичигә алидикән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org