Доктор рачел һаррис: “шинҗаңдики мәдәнийәт қирғинчилиқи-хитайниң уйғур сәнәткарларни билән әдиб-зиялийлириға зәрбә бериши”
2019.01.17
Лондон университетиниң оқутқучиси, уйғур музика тәтқиқатчиси, доктор рачел һаррис ханим “йәр шари почтиси” гезитидә бир мақалә елан қилип, уйғур зиялийлири, әдиб вә сәнәткарлириниң бешиға келиватқан зулумни аңлатти.
У “шинҗаңдики мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп нам бәргән мақалисидә 2017-йилиниң ахири тутқун қилинип, 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи илгири сүрүлүватқан сәнубәр турсундәк әл сөйгән бир нахшичиниң лагерға қамилишини районда йүргүзүлүватқан сиясәтләрниң әмәлийәттә йәрлик хәлқләрниң тили вә мәдәнийитини йоқ қилишни мәқсәт қилғанлиқиниң әң җанлиқ өрники дәп көрсәткән.
У мақалисидә сәнубәр турсун билән болған достлуқи, униң мол нәтиҗиләргә толған кәспий һаятини тәпсилий баян қилип, мушундақ даңлиқ бир нахшичиниң һазир бәлким “интайин начар шараитларда, 60 тин ошуқ киши сиғдурулған кичиккинә камерларда биллә туруватқан болуши, улар билән нөвәтлишип ухлаватқан болуши” мумкинликини, униң һәр күни әтигәндә туруп хитайчә инқилабий нахшиларни ейтишқа, хитай тили вә ши җинпиң идийәлирини өгинишкә, өз мәдәнийити вә динини инкар қилишқа мәҗбурлиниватқан, һәтта тән җазасиға учраватқан болуши мумкинликини әскәртип, “дунядики әң зораван террорчиму бундақ муамилигә учримаслиқи керәк” дегән. У сөзини давам қилип, “сәнубәрниң ақивити шуни интайин ениқ көрситип беридуки, шинҗаңдики бу зор көләмлик тутқунниң хитай һөкүмити илгири сүрүватқан аталмиш ‛исламчи радикаллар‚ ға зәрбә бериш билән һечқандақ алақиси йоқ” дегән.
У сәнубәр турсун билән биргә йәнә адил миҗит, рәшидә давут, пәридә һамут, заһир шаһ қатарлиқ атақлиқ артисларниңму лагерға қамалғанлиқидин қариғанда уйғур елидә “һечқандақ бир уйғурниң лагер хәвпидин мустәсна әмәслики, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики әдип-зиялийлар, сәнәткарларни өз ичигә алған мәдәнийәт башламчилириға мәқсәтлик зәрбә бериватқанлиқи” ни көрүп йетишкә болидиғанлиқини баян қилған.
У мақалисиниң ахирида сәнубәр турсунниң чәтәлләрдә бәлгилик шан-шәрәп қазанған бир нахшичилиқини баян қилип, униң музикисидин һузурланған һәрбир кишиниң сәнубәрниң давасини қилишини вә бу арқилиқ лагерларниң тақилиши үчүн бир сәвәб болушини үмид қилған.









