Мәдәнийәт қирғинчилиқи билән әйиблиниватқан хитай, әнқәрәдә “шинҗаң яхши җай” намидики нахша-уссул кечилики өткүзгән

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.06.04

“хитай хәвәрлири тори” ниң 2024-йили 6-айниң 4-күндики хәвиригә асасланғанда, 3-июн күни хитайниң түркийәдики баш әлчиханиси вә уйғур аптоном районлуқ чәтәл достлуқ җәмийити бирликтә тәшкиллигән бир өмәк түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә “шинҗаң яхши җай” намидики нахша вә уссул кечилики өткүзгән. Сәнәтчиләрниң асаслиқи уйғур аптоном районлуқ сәнәт тиятири муқам сәнәт өмикидин кәлгән.

“шинҗаң яхши җай” намидики нахша-уссул кечиликини тәшкиллигүчиләрдин бир болған уйғур аптоном районлуқ сәнәт тиятири муқам сәнәт өмикиниң директори дилшат пәрһат мундақ дегән: “бу оюн шинҗаңдики һәр қайси милләтләрниң есил әнәниви мәдәнийитини, болупму нахша-уссул сәнитини намаян қилишни мәқсәт қилиду. ‛мәдәнийәт мираслири тизимлики‚ дики шинҗаң уйғур муқами вә ‛манас‚ дастани шинҗаңдики һәр қайси милләт кишилириниң рәңдар вә мол мәдәнийәт турмушини толуқ намаян қилди”.

Һалбуки хитай һөкүмитиниң йиллардин буян уйғурларниң есил әнәниви мәдәнийитини, җүмлидин нахша-уссул сәнитини аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” билән юғуруш шамилини әвҗ алдурғанлиқи мәлум. Уйғурлар той-төкүн вә һейт-байрамлирини өз адити һәм арзуси бойичә өткүзәлмәйватқан болуп, буниң орниға хитайларниң чаған, панус байрими вә таңзуңза байрими қатарлиқ байрамлирини тәбрикләшкә мәҗбурлинип келиватқаниди. Доктор андирес кордәк тәтқиқатчилар хитайниң бу сияситини “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп әйибләп, “хитай һөкүмити миллий вә диний кимлики күчлүк болған уйғурларни ассимилятсийә қилип, хитайдин ибарәт бирла милләт яритишқа урунмақта” дәп көрсәткәниди.

Әнқәрәдики хитай муһаҗирлири җәмийитиниң мудири пәридә әнвәр бу оюнни көргәндин кейин мундақ дегән: “бүгүн нурғун достларни нәқ мәйданда көрүп интайин хушал болдум. Бу оюн чәтәлдә яшайдиған чәтәллик хитайларға сәнәт зияпити бәргән болди, мән юртумдики кишиләрниң чәтәлләрдә яшайдиған хитайларға көңүл бөлгәнликидин интайин миннәтдар”.

6-Айниң 2-күни хитайниң истанбулдики баш консули вей шявдоңниң баш болуп уюштуруши билән, “шинҗаң яхши җай” намидики нахша-уссул кечилики истанбулда өткүзүлгәндә, түркийәдә яшаватқан йүзлигән уйғурлар униңға қарши намайиш елип барғаниди.

Истанбул вә әнқәрәдә “шинҗаң яхши җай” намидики нахша-уссул кечилики өткүзүлгән вақитта, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан рәсмий зиярәт үчүн хитайға йетип барған. У хитай ташқи ишлар министири ваң йи вә хитай сиясий-қанун комитетиниң секретари чен венчиң билән көрүшкән. Хақан фидан ваңйи билән көрүшкәндә: “түркийә хитайниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллайду; хитай билән иқтисадий алақисини кеңәйтишкә тиришиду. Түркийәниң хитай башчилиқидики кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға кириш арзуси бар” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.