Һиндистандики мусулманлар хитайни уйғур “мәдәнийәт қирғинчилиқи” сәвәблик җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди
2019.12.10
Һиндистандики мусулманлар 9-декабир күни намайиш қилип, б д т ни хитайниң уйғур “мәдәнийәт қирғинчилиқи” сәвәблик җавабкарлиққа тартишини тәләп қилған.
“һинду гезити” ниң хәвәр қилишичә, һиндистандики раза академийәси вә пүтүн һиндистан сүнни өлималар җәмийити һиндистанниң уттар прадәш штатидики маданпура базирида паалийәт өткүзүп, хитайниң уйғурларни бастурушиға наразилиқ билдүргән. Намайишчилар “хитай бигунаһ уйғур мусулманлириға мәдәнийәт қирғинчилиқи елип беришни тохтат”, “б д т хитайға қарши һәрикәт қоллансун” дегән лозункиларни көтүрүп, хитайға наразилиқ билдүргән.
Мәзкур паалийәт уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси шөһрәт закир бейҗиңда ахбарат йиғини өткүзүп, лагерларни ақлиған охшаш күндә елип берилған. Шөһрәт закир хитай һөкүмити “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дәп келиватқан лагерлардики курсантларниң “һәммиси оқуш пүттүргәнлики” ни елан қилғаниди. “һинду” гезитиниң билдүрүшичә, маданпура базиридики намайиш сүнний мусулманларниң атақлиқ ишани абдуқадир җилани һәзрәтлириниң туғулған күнини хатириләш паалийитидә елип берилған. Абдуқадир җилани сүнний мусулманлириниң бирдәк етирап қилишиға еришкән бир улуғ зат болуп, һиндистандики мусулманлар һәр йили уни хатириләп кәлгән.
“җулусе-гавсийә” дәп аталған бу паалийәт бу йил 9-декабир өткүзүлгәниди. “һинду” гезитиниң билдүрүшичә, раза академийәсиниң президенти муһәммәт сәид нури, уйғурлар учраватқан бастурушқа көз юмушниң мумкин әмәсликини билдүргән. У, “бизниң қериндашлиримизниң диний әркинлик һоқуқи рәт қилинмақта. Сиз мусулманларниң намаз оқуши, роза тутушини чәклийәлмәйсиз. Бу һиндистан вә дунядики башқа барлиқ дөләтләр бирдәк етирап қилған негизлик һоқуқ. Хитай өзини бу мәсулийәтниң сиртида һесаблиялмайду”, дегән.









