“шинҗаң венбойүән” намидики орун уйғур дияридин аталмиш “җуңхуа мәдәнийәт излири”ни тепиш қурулушини башлиған

Мухбиримиз җәвлан
2022.11.09

Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәткә биваситә қарайдиған мәдәнийәт ядикарлиқлири тәтқиқат юрти - “шинҗаң венбойүән” (илгирики нами “күсән тәтқиқат юрти”), ши җинпиңниң “мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдашни күчәйтип, җуңхуа мәдәнийитини дуняға йүзләндүрүш” чақириқиға аваз қошуп, хитайниң әнәниви мәдәнийитигә варислиқ қилиш вә уни уйғур райониға сиңдүрүш қурулушини техиму күчәйтишни башлиған.

Бу сүрәтлик хәвәрниң қисқичә мәзмунидин қариғанда, бу орун буниңдин кейин мәдәнийәт ядикарлиқлирини қезиш хизмитини “сиясий мәсулийәт вә тарихий бурч” қатарида көрүп,  уйғур районидин “хитайниң тарихий излири”ни тепип, бу ядикарлиқларни “җанлиқ испат” қилип, 20-қурултай роһини чоңқур йилтиз тартқузмақчи икән.

Мәзкур орундики бир хадиминиң билдүрүшичә, улар уйғур районидин “хән, таң дәвридики қалдуқларни тепип тәтқиқ қилиш”ни, шундақла “һәр милләтниң бу районида биллә яшап юғурулуп кәткәнлики”ни испатлашни  һөкүмәтниң “шинҗаңни түзәш” хизмити билән бирдәк елип баридикән. Хитай һөкүмити “шинҗаң венбойүән” намидики бу орунға он милйон йүән мәбләғ салған болуп, аталмиш хитай мәдәнийитини қоғдаш вә хитай һекайилирини сөзләшни биллә елип баридикән.     

Хитай һөкүмити бу хизмәтни йәнә музей, мәдәнийәт ядикарлиқлири орунлири арқилиқла әмәс, бәлки йәнә хитайдики даңлиқ алий мәктәпләр, илмий тәтқиқат орунлири арқилиқму илгири сүридикән.

Археолог вә тарихчи қурбан вәли радийомизниң зияритини қобул қилғанда, уйғур райониниң айрим мәдәнийәткә вә мустәқиллиқ тарихиға игә земин икәнликини, мустәмликичи хитайниң әмәлийәттә уйғурларниң миллий, тарихий еңини йоқитиш үчүн сахта тарих ойдуруп, уни уйғур мәдәнийәтиниң орниға дәссәтмәкчи болуватқанлиқини оттуриға қойғаниди.    

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.