Америка таможнаси уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң әң йеңи санлиқ мәлуматини елан қилди
2024.02.05
Америка чегра қоғдаш вә таможна идарисиниң йеқинда елан қилған әң йеңи санлиқ истатистикисидин мәлум болушичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилинишқа башлиған 2022-йили 6-айдин һазирғичә, 2865 данә йолланма уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ, дәп қарилип америкаға кириши рәт қилинған.
Бу җәрянда җәмий 6702 данә йолланма тутуп тәкшүрүлүп, униң үчтин бир қисмидин көпрәки қоюп берилгән. Америка чегра қоғдаш вә таможна идарисиниң санлиқ мәлуматида, тутуп тәкшүрүлгән йолланмиларниң йеримини дегүдәк електронлуқ буюмлар тәшкил қилидиғанлиқи, кийим-кечәк, аяқ кийим вә тоқумичилиқ мәһсулатлириниң иккинчи орунда, санаәт вә ишләпчиқириш материяллириниң үчинчи орунда туридиғанлиқи көрситилгән.
Мәлум болушичә, америка таможнасида тутуп тәкшүрүлгән 6702 данә йолланминиң 2671 даниси қоюп берилгән болуп, йәнә 1166 данә йолланма тәкшүрүлүш басқучида икән.
Америка таможнаси өткән һәптә уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ кийим-кечәк, аяқ кийим вә тоқумичилиқ мәһсулатлирини америкаға импорт қилишта вийетнамниң хитайдин ешип кәткәнликини билдүргән. Адриян зензгә охшаш мутәхәссисләр, бу хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни екиспорт қилишта шәрқий-җәнубий асия дөләтлирини, болупму вийетнамни қалқан қилип ишлитиватқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини ейтқан. Лекин америка чегра қоғдаш вә таможна идарисиниң қәйт қилишичә, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ, дегән гуман билән чеграда тутуп тәкшүрүлгән мәһсулатларниң келиш мәнбәси бойичә һесаблиғанда, малайсия биринчи орунда турудикән. Санлиқ мәлуматта келиш мәнбәси малайсия болған мәһсулатларниң қиммити бир милярд 230 милйон доллар икәнлики қәйт қилинмақта.
Америка чегра қоғдаш вә таможна идариси өткән һәптә елан қилған санлиқ мәлуматида, 2023-йили келиш мәнбәси вийетнам болған 10 милйон доллардин артуқ кийим-кечәк, аяқ кийим вә тоқумичилиқ мәһсулатиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип америкаға кириши рәт қилинғанлиқини билдүрмәктә.