Фирансийәниң даңлиқ тәнтәрбийә буюмлири ширкити уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған
2025.02.06
Фирансийәниң “декатлон” (Decathlon) намлиқ дунядики даңлиқ тәнтәрбийә буюмлирини парчә сетиш ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлиқи ашкарилинип, фирансийә таратқулирида қаттиқ ғулғула қозғиған. Мәлум болушичә, декатлонниң хитайниң чиңдав шәһиридики бир мал тәминлигүчисиниң “шинҗаң пахтиси” ишлитидиғанлиқи вә униң йеңисар наһийәсидики мал тәминлигүчи ширкитиниң хитайниң дөләт һамийлиқидики уйғур әмгәк күчлирини йөткәш парограммисиға иштирак қилғанлиқи мәлум болған. Хәвәрләрдә, декатлонниң фирансийә хәлқи яқтуруп сетивалидиған марка түрлириниң бири икәнлики, униң дунядики 70 тин артуқ дөләттә 1700 дукини барлиқи қәйт қилинмақта.
Мәлум болушичә, фирансийәниң “Disclose” вә “фирансийә 2” намлиқ икки ахбарат орни декатлонни тоқумичилиқ мәһсулати билән тәминләйдиған “чиңдав җифа гуруһи” үстидин тәкшүрүш елип барған.
Бу тәкшүрүшкә тәтқиқатчи адриян зензниңму ярдәм қилғанлиқи қәйт қилинмақта. Адриян зенз, линкдин иҗтимаий таратқу суписида елан қилған бу һәқтики учурида, өзиниң материял мәнбәлирини анализ қилиш вә тәһқиқләшкә қатнашқинини билдүргән. Адриян зензниң көрситишичә, хитайниң “чиңдав җифа ширкити” вә йеңисар наһийәсигә җайлашқан “шинҗаң широң ширкити” уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болуп, йошурун тартилған бир видийода ширкәт хадими өзлириниң “шинҗаң пахтиси” ишлитидиғанлиқини дәлиллигән. Америка “дөләтлик васкетбол бирләшмиси” NBA ниң маркиси бесилған бәзи буюмларниңму, хитайдики уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ бир ширкәттә ишләпчиқирилғанлиқи мәлум болған.
“фирансийә агентлиқи” ниң билдүрүшичә, декатлон ширкити 6-феврал өзлириниң “чиңдав җифа гуруһи” билән һәмкарлашқанлиқини етирап қилған болсиму, әмма “карханимизда вә қиммәт өлчими һалқимизда һәр күни бир пүтүнлүккә капаләтлик қилишқа, негизлик һәқләргә һөрмәт қилишқа тиришиватимиз” дегән. Бу ширкәтниң тәкитлишичә, декатлон ишлитиватқан пахтиниң һәммиси “мәҗбурий әмгәкниң барлиқ шәкиллиридин халий, әң мәсулийәтчан мәнбәләр” тәрипидин тәминләнмәктә икән.