Америка уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләшниң йәниму үнүмлүк йоллирини издимәктә

Мухбиримиз ирадә
2023.04.20

“вал-ситрит журнили” гезити өзиниң әң йеңи хәвиридә американиң техиму қаттиқ тәдбирләр арқилиқ, уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил турмақчи болуватқанлиқини хәвәр қилған.

“вал-ситрит жорнили” гезитиниң хәвиридә, 18-април америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң йолға қоюлуш әһвали һәққидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида америка дөләт мәҗлиси әзалириниң бу қанунни иҗра қилишта һазирғичә қолға кәлгән нәтиҗиләр вә йәнә қанундики бошлуқлар һәққидики пикир-тәклипләрни аңлиғанлиқини баян қилған. Униңда йәнә американиң техиму үнүмлүк тәдбирләр арқилиқ, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәкләйдиғанлиқини билдүргәнлики тилға елинған.

Хәвәрдә дейилишичә, шу күнидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” рәсмий ишқа киришкән 10 айдин буян америка чеграсида 1 милярд 100 милйон долларға йеқин малниң тутуп қелинғанлиқи доклат қилинған.

Юқириқи бу тәрәққият америка дөләт мәҗлиси әзалирини хурсән қилған, бирақ кеңәш палата әзаси җеф мерклей: “бу бир мувәппәқийәт болсиму, әмма пәқәтла деңиздики муз тағниң көрүнгән бир қисми. Бу қанунға риайә қилиш, әндизидә бурулушни тәләп қилиду. Бу қанунға әмәл қилмайватқан яки йочуқтин пайдилиниватқан ширкәтләр җавабкарлиққа тартилиши керәк” дегән.

Хәвәрдә йәнә мәҗбурий әмгәк билән булғанған таварларни үчинчи дөләт арқилиқ америка базириға киргүзүватқан әһвалму тилға елинип, америка һөкүмитиниң бу мәсилини һәл қилишни вәдә қилғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.