Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк һәққидә бирләшмә чақириқ елан қилинди

Мухбиримиз әзиз
2020.08.31

Уйғурлар дияридин арқиму-арқидин мәлум болуватқан дәлил-испатлар һазир ғайәт зор көләмдики мәҗбурий әмгәкниң пүткүл уйғур миллитини нишан қиливатқанлиқини көрсәтмәктикән. Әнә шу хил әһвалға қарита әркин дунядики он нәччә пуқравий тәшкилат бирләшмә баянат елан қилип “америка таможна вә чегра мудапиә идариси” ниң мувәққәт башлиқи марк морганни бу мәсилигә техиму әстайидил муамилә қилишқа чақирди.

“әркинлик бирләшмиси”, “дунявий әмгәк вә адаләт”, “етиқадлар ара һәмкарлиқ”, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши”, “дуня уйғур қурултийи” қатарлиқ он нәччә тәшкилат 31-авғуст күни бирләшмә баянат шәклидә елан қилған бу чақириқта хитай тәвәсидики пахта тоқумучилиқи билән бағлинишлиқ барлиқ һалқиларниң уйғурларни нишан қилған “заманиви қуллар әмгики” билән четеишлиқ икәнлики тәпсилий дәлил-испатлар билән көрситилди. Шуниңдәк америка қанунида бу хил “мәҗбурий әмгәк” мәһсулатлириниң һәрқандақ шәкилдә америка истемал базириға кириши мәни қилинидиғанлиқи йәнә бир қетим әскәртилди.

Бирләшмә баянатта кийим-кечәк санаитини асас қилған ишләпчиқириш вә тәминат зәнҗириниң бирдәк уйғурларни мәҗбурий әмгәккә мәһкум қиливатқанлиқи, уйғурларға қаритилған дәпсәндичликниң һазир бу хилдики мәҗбурий әмгәктин һалқип мәҗбурий туғмас қиливетиш, дөләт зораванлиқи вә ғайәт зор көләмдики лагерларға қамаш қилмиши қатарлиқларға кеңәйгәнлики, америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханимниң уйғурларға қаритилған бу зорлуқ һәрикәтлирини “дуняниң коллектип виҗданиға қаритилған ғәзәптур” дегәнлики, алдинқи айда 200 дин артуқ пуқравий тәшкилатниң “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә мәһкум қилишқа хатимә бериш” һәрикитини башлиғанлиқи алаһидә тәкитлиниду. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат бу һәқтә сөз қилип “әмди бу хил зор көләмлик мәҗбурий әмгәк һадисисигә қарита конкрет һәрикәткә өтүшниң пәйти йетип кәлди” дегән. “дунявий әмгәк вә адаләт” тәшкилатиниң рә’‍си җеннифир росенбам болса “америка таможна қануни” дики бәлгилимиләр бойичә бу хилдики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини мәйли қандақ даңлиқ марка болушидин қәтийнәзәр бирдәк мәни қилиш лазимлиқини тәкитләп “һазир нурғунлиған даңлиқ маркилар доллар топлашни кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиштин әвзәл көрүватиду” дегән.

Мәлум болушичә, америка таможниси хитайдин импорт қилинған бир қисим товарларни уйғурлар дияридики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ, дәп мусадирә қилған. Бу хилдики чақириқларниң көпләп оттуриға чиқиши болса ашу хилдики мусадирә вә чәкләш тәдбирлирини техиму күчәйтишни мәқсәт қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.