Америка дөләт мәҗлисидә хитайға берилгән “мәңгүлүк нормал сода мунасивити” салаһийитини бикар қилидиған қанун лайиһәси тонуштурулди
2024.11.14
Америка дөләт мәҗлиси “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси җон молинар (John Moolenaar) 14-ноябир күни “адил содини әслигә кәлтүрүш қануни” ни тонуштурған. Бу қанун америка авам палатаси тәрипидин 2000-йили 5-айда хитайға берилгән “мәңгүлүк нормал сода мунасивити” салаһийитини бикар қилишни мәқсәт қилидикән.
Баянатта рәис җон молинар мундақ дегән: “хитайға берилгән ‛мәңгүлүк нормал сода мунасивити‚ салаһийити дөлитимизгә зиян салди. Ишләпчиқириш базилиримизни вәйран қилди, пүтүн хизмәт пурсәтлирини баш рәқибимизниң тартивелишиға шараит яритип бәрди. Хитай компартийәси бизниң базиримиздин пайдилинип, 20 нәччә йил илгири бу мустәбит һакимийәтниң әркинлик вә адил риқабәтни өгинишигә берилгән салаһийәткә хиянәт қилди.”
Баянатта йәнә мундақ дейилгән: “адил содини әслигә кәлтүрүш қануни хитайни америка билән болидиған даимлиқ нормал сода мунасивитидин мәһрум қилиду. У, дөләт бихәтәрликимизни қоғдайду, тәминләш зәнҗириниң сиҗиллиқи вә бихәтәрликини ашуруп, ишләпчиқиришни америкаға вә иттипақдаш дөләтлиримизгә қайтуруп келиду. У риқабәт күчимизни ашуриду вә америка хәлқиниң хитай компартийәси билән болған истратегийәлик риқабәттә ғәлибә қилишиға ярдәм бериду.”
Мәлум болушичә, америка авам палатаси хитай билән болған сода алақисини кеңәйтиш, хитайниң иқтисадини яхшилаш вә у арқилиқ униң сиясий түзүлмисини демократийә йолиға башлаштәк мәқсәт билән 2000-йили униңға “мәңгүлүк нормал сода мунасивити” салаһийити бәргән икән. Бу салаһийәт чәт әлләр билән әркин сода қилиштики қануний бәлгә һесаблинидикән.
Юқиридики бу “адил содини әслигә кәлтүрүш қануни” лайиһәсиниң кеңәш палата нусхисини бу йилниң бешида кеңәш палата әзалиридин том коттин, марко рубийо вә җош хавлей тонуштурған иди.