Хитайниң мәсчит чеқиш вәқәси түрк мәтбуатлиридиму хәвәр қилинди
2016.12.28
Хитай даирилириниң өткән үч айда қәшқәр, хотән вә ақсуларда хәлқара җамаәттин йошурун һалда елип барған мәсчит чеқиш һәрикити бир һәптидин буян бир қисим түрк ахбарат васитилири тәрипидинму хәвәр қилинди.
Түркийәдики алдинқи қатардики 4 чоң гезитниң бири болған вә әрдоған һөкүмитигә қарита майиллиқи билингән йеңи шәпәқ гезити түнүгүнки санида мәзкур һәрикәтни “шәрқи түркистанда мәсчит бит-чити” дегән темида хәвәр қилди.
Хәвәрдә, 3500 чә мәсчитниң даириләр тәрипидин бихәтәрликни баһанә қилип чеқиветилгәнлики әскәртилди. Муслим порт намлиқ хәвәр тори вә йеңи ақит гезити, муқимлиқни сақлашқа қурби йәтмигән хитай һөкүмитиниң өчини мәсчиттин алғанлиқини илгири сүрди. Хәвәрдә йәнә, мәзкур мәсчит чеқиш вәқәсиниң йәрлик мусулманларниң қәлбидә бир җараһәт пәйда қилғанлиқи, бу җараһәтниң чоқум бундин кейинки җәмийәт һадисилиридә әкс етидиғанлиқи әскәртилди.
Түркийәдә уйғурлар тәрипидин түркчә чиқириливатқан уйғурнет тори мәсчит чеқиш вәқәси һәққидә икки һәптә аввал учур вә мулаһизиләрни хәвәр қилған иди.