Хитай даирилири или областида кадирларни мәсилә тапшурушқа мәҗбурлимақта

Мухбиримиз әркин
2019.03.25

Йеқинда или областлиқ парткомниң интизам тәкшүрүш комитети кадирларниң “мәсилә тапшуруш һәрикити” қозғап, кадирларниң бурун садир қилған мәсилилирини мәҗбурий тапшуруши керәкликини бәлгиләп, әгәр тапшурмиғанлар байқилип қалса қаттиқ бир тәрәп қилишқа башлиған.

Хитайда тарқитилидиған “җуңго хәвәрлири” ториниң ашкарилишичә, даириләр “юқири бесим билән һәйвә қилиш вә сиясий тәсирләндүрүш арқилиқ” нәччә миң кадирни мәсилә тапшурғузған. Хитай һөкүмити илгири бу хил усулни уйғур деһқанлириға қолланған. 2017‏-Йили кәң көләмлик тутқун һәрикити башлиништин бурун уйғур деһқанлирини мәсилә тапшурушқа қистап, уларға архип турғузған.

Өзлириниң бурун намаз оқуғанлиқи, балилириниң һарақ ичишини чәклигәнлики яки башқиларға диний темиларда сөз қилғанлиқини ашкарилиған нурғун деһқанлар 2017‏-йилдики тутқун қилиш һәрикитидә қамақ җазасиға һөкүм қилинған яки лагерларға қамалған иди.

“җуңго хәвәрлири” ниң ашкарилишичә, или областлиқ партком бу қетим қозғиған кадирларниң мәсилә тапшуруш һәрикитидә 6897 вәқәгә дело турғузулуп, 5585 кадирға интизам җазаси вә мәмурий җаза берилгән. 119 Киши әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп берилгән.

Хәвәрдә, юқири бесимда һәйвә қилиш, сиясий тәсирләндүрүш арқилиқ “интизамға, қанунға хилаплиқ қилған, вәзипидә хаталиқ өткүзгән партийә әзалири вә мәмурий хадимларниң актип мәсилә тапшуруши, өзини мәлум қилип, кәңчилик билән бир тәрәп қилишқа еришишкә риғбәрләндүрүлгәнлики” тәкитләнгән. Лекин хәвәрдә, бу кадирларниң қандақ “хаталиқлар” ни садир қилғанлиқи вә конкрет қандақ мәсилиләрни тапшурғанлиқи тилға елинмиған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, или областлиқ милләтләр вә диний ишлар комитетиниң бир кадири мәсилә тапшуруп, “өзиниң бурун тәләй синап беқиш роһий һалитидә болғанлиқи” ни илгири сүргән.

Бу кадирниң илгири сүрүшичә, у интизам тәкшүрүш комитетиниң актиплиқ билән мәсилә тапшуруш, өзини мәлум қилиш һәққидики уқтурушини көрүп, мәсилисиниң һаман ашкарилинидиғанлиқи, шуңа мәсилини тәшкилгә ениқ ейтиш нийитигә кәлгәнликини билдүргән. Лекин көзәткүчиләрниң қаришичә, бу һәрикәт қелип қалған ахирқи түркүмдики йәрлик кадирларни җазалаш вә уларни һөкүмәт, партийә органлиридин сиқип чиқиришни мәқсәт қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.