Хитайниң лагерлар һәққидики 24 бәтлик мәхпий һөҗҗәтни кимниң тәминлигәнлики ашкариланди

Йеқинда вашингтондики “хәлқара тәкшүрүш ахбаратчилиқи институти” хитайниң лагерлар һәққидики 24 бәтлик мәхпий һөҗҗитини ашкарилап, дуняни зилзилигә салған.

Йеқинда вашингтондики “хәлқара тәкшүрүш ахбаратчилиқи институти” хитайниң лагерлар һәққидики 24 бәтлик мәхпий һөҗҗитини ашкарилап, дуняни зилзилигә салған.

Мәхпий һөҗҗәттә, хитай һөкүмити “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дәп пәрдазлап келиватқан йиғивелиш лагерлириниң һәқиқий маһийити ечип берилгән. Бу һөҗҗәтләрни “хәлқара тәкшүрүш ахбаратчилиқи институти” ға кимниң тәминлигәнлики бир сир болуп келиватқан иди. Лекин, голландийә таратқулириниң өткән һәптә ахири ашкарилишичә, лагерлар һәққидики 24 бәтлик мәзкур һөҗҗәтни голландийәдә турушлуқ уйғур зиялийси асия абдуләһәт ханим тәминлигән икән. Асия ханимниң билдүрүшичә, мәзкур һөҗҗәтни бу йил 6‏-айда өзини ашкарилашни халимайдиған бир киши униңға йәткүзгән. У бу һөҗҗәтни униң билән алақиләшкән германийәлик мутәхәссис адриан зенз билән йәнә бир мутәхәссискә көрсәткән. Улар асийәни бир мухбирға тонуштурған. Бу һөҗҗәт 24‏-ноябир күни он нәччә ахбарат оргини вә 70 тәк мухбир тәрипидин тәкшүрүлүп җәзмләштүрүлгәндин кейин елан қилинғаниди.

“ню-йорк вақти гезити” ниң хәвиридә тәкитлинишичә, бу җәрянда асийә абдуләһәт хитай бихәтәрлик хадимлириниң қаттиқ тәһдитигә учриған. У бир қетим “әмди болди қилмисаң, җәситиңни парчилап, ишик алдиңдики әхләт сандуқиға ташливетимиз” дегән тәһдит хети тапшурувалған. Һәтта бу йил 9‏-айниң башлирида хитай бихәтәрлик хадимлири униң бурунқи ери җәсур һәбибуллани аптоном районлуқ сотта ишләйдиған бир дости арқилиқ дубәйгә алдап апирип сорақ қилған. Сорақта, униңға өзлири билән һәмкарлашмиса өлтүрүветидиғанлиқи һәққидә тәһдит салған. Лекин, асийә билән җәсур бу тәһдиткә баш әгмәй йәнила мәзкур һөҗҗәтни ашкарилашни қарар қилған. Асия абдуләһәтниң таратқуларға билдүрүшичә, у “пәқәт җасарәт билән алдиға чиқишла униң бихәтәрликигә капаләтлик қилалайдиғанлиқини ойлап, өзини ашкарилашни қарар қилған” икән.

Асия абдуләһәт 2009‏-йили голландийәгә келип олтурақлашқан болуп, нөвәттә у 6 вә 8 яшлиқ икки пәрзәнтниң аниси.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org