Мерал ақшәнәр ханим: “түркийәниң уйғурлар һәққидә гәп қилалмаслиқи хата сиясәтләрниң нәтиҗиси”
2020.12.23
Түркийәдики өктичи партийәләрдин болған “ийи” партийәсиниң рәһбири мерал ақшәнәр ақ партийә һөкүмитини хата ташқи сиясәт йүргүзүш билән әйиблигән. У түркийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисидә ағзини ечип бир еғиз сөз қилалмаслиқини мана бу хата сиясәтләрниң нәтиҗиси, дәп көрсәткән.
Анадолу агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мерал ақшәнәр ханим 22-декабир күни түркийә парламентида сөз қилғанда һөкүмәтни ташқи сиясәт билән шуғулланғанда әстайидил болушқа чақирған. У мундақ дегән: “қуруқ шоар товлаш арқилиқ дипломатийәдики тәһдитни йоқатқили болмайду. Дөләтни башқуруш дегән салмиқи еғир иш. . . Шәрқий түркистандики қериндашлиримизға (уйғурларға) зиянкәшлик қиливатқан хитайға бир еғизму сөз қилалмаслиқ мана бу иқтидарсизлиқниң нәтиҗиси.”
Мерал ақшәнәр йәнә түркийә һөкүмитиниң ташқи сиясәт йүргүзүштә йирақни көрүп иш қилмайватқанлиқини билдүргән. У американиң йеқинда түркийә росийәниң S-400 башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисини сетивалғанлиқи үчүн җаза тәдбири елан қилғанлиқиниму әскәртип туруп, “буму түркийә һөкүмитиниң йирақни көрмигәнликиниң нәтиҗиси” дегән.









