Австралийәдики уйғурлар мисирда ғайиб болған уйғурлар һәққидә наразилиқ хети тапшурди
2018.05.04
Австралийәдики уйғурлар 4-май күни мисирниң канберрадики әлчиханиси алдида намайиш қилип, мисир даирилирини уйғурларни тутқун қилиш вә хитай һөкүмитигә өткүзүп беришни тохтитишқа чақирди.
Мисир һөкүмити хитайниң тәлипигә бинаән 2017-йили 7-айдин башлап уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, нурғун кишини хитайға өткүзүп бәргән. Хитайға өткүзүп берилгән уйғурларниң бәзилириниң қамақ җазасиға һөкүм қилинип, түрмидә өлгәнлики, бәзилириниң из -дерәксиз йоқалғанлиқи яки “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ға соланғанлиқи мәлум болған иди.
Намайишчилар җүмә күни йәнә мисир әлчиханисиға австралийәдики уйғур җамаити намидин наразилиқ хети тапшуруп, мисирниң б д т мусапирлар әһдинамисигә әмәл қилишини, уйғурларни улар җазалинидиған яки тән җазасиға учрайдиған дөләтләргә қайтурмаслиқни, из дерәксиз йоқап кәткән вә мисир түрмилиридә тутуп турулуватқан уйғурларни ашкарилашни тәләп қилған.
Наразилиқ хетидә, “мисир даирилириниң бу кишилик һоқуқ кризисида хитайниң җинайитигә ортақлишиши пәскәшлик, хәлқара қанунларға риайә қилмаслиқ вә әхлақсизлиқ. Бу, уйғурларниң еғир изтирап чекишигә сәвәб болди” дейилгән.
Наразилиқ хетидә йәнә, мисир даирилириниң 2017-йили мисирдики бир қисим уйғурларни хитайға өткүзүп бәргәнлики, хитайға өткүзүп берилгән бу уйғурларниң бәзилириниң қамақханида өлгәнлики яки “тәрбийәләш лагерлири” ға әвәтилип, җазаланғанлиқи һәм тән җазасиға учриғанлиқи билдүрүлгән.
Йеқинқи хәвәрләрдә мисир даирилириниң қелип қалған уйғурларни давамлиқ тутқун қиливатқанлиқи, йошурунуп йүргән уйғурларниң наһайити қийин әһвалда яшаватқанлиқи илгири сүрүлгән иди.
Австралийә уйғур җамаитиниң наразилиқ хетидә, мисир һөкүмитиниң хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң чақириқиға қулақ салмай, йошурунуп йүргән уйғурларни давамлиқ тутқун қиливатқанлиқи тәнқид қилинған.