Хитай һөкүмити мисирда “шинҗаң яхши җай” тор тәшвиқат паалийити уюштурған
2021.07.02
Хитай һөкүмити йиеқиндин буян уйғур елигә мунасивәтлик тәшвиқат һәрикәтлириниң бир қисми сүпитидә мисирда “шинҗаң яхши җай” намлиқ бир тор йиғини уюштурған.
Хитайниң тәңриـтағ ториниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, 30-июл күни өткүзүлгән бу тәшвиқат йиғинини уйғур районлуқ һөкүмәт вә хитайниң мисирда турушлуқ баш әлчиханиси бирликтә өткүзгән, йиғинда уйғур районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси әркин тунияз вә бир қисим диний затлар уйғур елиниң аталмиш муқим вәзийити, тәрәққияти вә диний инақлиқ вәзийити һәққидә сөз қилған.
Ундин сирт йәнә, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин мудири ли шөҗүн америка вә ғәрбни әйибләп “һазир, дунядики чүшинишлик кишиләр барғансери шинҗаңға мунасивәтлик ялғанчилиқларни америка вә ғәрбтики хитайға қарши күчләрниң ойдуруп чиққанлиқини тонуп йәтти. Америка вә ғәрбтики хитайға қарши күчләрниң қәбиһ муддиаси мувәппәқийәт қазиналмайду” дегәндәк сөзләрни қилған.
Хитай һөкүмити 2017-йили уйғурларға кәң көләмлик тутқун һәрикитини башлиғанда мисир һөкүмитиниң биваситә маслишиши билән мисирда оқуватқан вә яшаватқан йүзләрчә уйғур тутқун қилинған. Уларниң нурғунлириниң һазирғичә һечқандақ из-дерики йоқ. Мисир һөкүмити һазирғичә хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан сиясәтлирини б д т қатарлиқ хәлқаралиқ органларда қоллап кәлмәктә.
Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, йиғинға мисир һөкүмәт әмәлдарлири, мухбирлар вә тәтқиқат орунлириниң тәтқиқатчилири қатнашқан болуп, уларму бир еғиздин уйғур елиниң тәрәққиятини, у йәрдики “бәхтияр” һаятни махташқан.
Хитайниң мисирда турушлуқ баш әлчиси ляв ляңяң болса мисирлиқларни уйғур елигә берип саяһәт қилип өз көзи билән көрүп келишкә дәвәт қилған.