“җуңгодин қечишқа урунған моңғул” ға қамақ җазаси берилгән
2013.05.10
Ички моңғулдики “ордус тибәт - моңғул тебабәтчилик мәктипи” ниң қурғучиси батзанга 13 - апрел гуаңҗуда қолға елинип, ордус әдлийә тармақлири тәрипидин 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Мәркизи ню - йорктики җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизиниң билдүрүшичә, батзанга аяли вә икки балиси билән қолға елинғандин кейин, ордус шәһиригә яллап апирилған. Даириләр 27 - апрел батзангани хитайдин қечишқа урунған, дәп қарап, бурун униңға берилгән 3 йиллиқ кечиктүрүп иҗра қилиш җазасини бикар қилип, қамақ җазасини дәрһал иҗра қилишқа буйруған.
Батзанга 2009 - йили аилисини елип қанунлуқ йоллар билән ташқи моңғулға чиққан вә б д т мусапирлар идарисиниң ташқи моңғулда турушлуқ ишханисидин панаһлиқ сориған иди.
Батзанганиң панаһлиқ рәсмийити беҗириватқанда ташқи моңғул даирилири уни хитайға өткүзүп бәргән. Хитай сақчилири батзангани 2009 - йили 9 - айда хитайға қайтуруп кәткән иди. Хитай әдлийә тармақлири 2011 - йили 1 - айда униңға кечиктүрүп 3 йиллиқ қамақ җазаси бәргән.
Бу қетим у аилисини елип гуаңҗуға кәлгәндә “җуңгодин қечишқа урунған” дәп қарилип қолға елинған.