Муһаҗирәттики уйғурлар техичә уруқ-туғқанлириниң из-дерикини қилмақта
2024.03.19
Йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмитиниң “шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши ейтиш” тәшвиқати һәмдә буниңға мас һалда елинған бир қатар тәдбирләр түпәйлидин, ташқи дуня үчүн уйғур дияридики һәммила ишниң “нормаллашқанлиқи” һәққидә бир омумий чүшәнчә яритилған иди. Әмма “дипломат” гезитиниң 19-марттики обзорида аптор рус инграм (Ruth Ingram) муһаҗирәттики уйғурлар билән болған сөһбәтләр асасида “чәтәлдики уйғурларниң йүрики һелиһәм қан йиғлимақта” дәп хуласә чиқириду.
Аптор зиярәт қилған уйғурларниң бири түркийәдики уйғур зиялийлиридин ялқун улуғйол болуп, униң дадиси 16 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған; тағиси болса өмүрлүк кесилгән; 30 нәччә уруқ-туғқини охшимиған муддәттә қамаққа һөкүм қилинған. У мушу әһвалларни хуласиләп “муһаҗирәттики уйғурларниң һәммисила дегүдәк мушу хил азабтин йүрәк-бағри ләхтә-ләхтә болмақта” дегән.
2017-Йилидин башлап юқири пәллигә чиқишқа башлиған зор тутқун муһаҗирәттики мутләқ көп уйғурларни уруқ-туғқанлири билән алақилишиштин мәһрум қилған. Бу җәрянда сансизлиған уйғурлар охшимиған “җинайәт” ләр билән әйиблинип лагерларға, арқидин узун муддәтлик қамақларға һөкүм қилинишқа башлиған. Әмма бу җәрянда мәлум болған түрлүк учурлардин ялқунға охшаш көплигән уйғурлар ортақ бир һәқиқәтни көрүп йәткән: бу инсанлар қандақтур бирәр хаталиқ яки сәвәнлик өткүзгәнлики үчүн әмәс, әксичә залим һөкүмәтниң әсли тәбиити сәвәбидин ашундақ мудһиш ақивәтләргә дучар болған.
Бу хилдики қисмәтни баштин кәчүрүватқан муһаҗирларниң йәнә бири истанбулда дохтурлуқ қиливатқан нурмәмәт турсун болуп, униң 67 яшлиқ дадиси түрмидә җан үзгән. Униң немишқа қолға елинғанлиқи вә қандақларчә өлүп кәткәнлики һәққидә уму һечнәрсә аңлимиған. Униң 68 яшлиқ аниси вә 49 яшлиқ һәдиси “террорлуқ” билән әйиблинип тутқун қилинған. Муһаҗирәттики уйғурлардин дилназ керим, зөһрә султан, кифайә еһсан қатарлиқларниң һәммисила йигирмә-оттузлап уруқ-туғқининиң тутқун қилинғанлиқини аңлиған һәмдә мушу хилдики бир-биридин ечинишлиқ қисмәтләрниң дәрдини тартиватқан тирик шаһитлар қатарида апторға өз кәчмишлирини сөзләп бәргән. ялқун мушу әһвалларни баян қилип “дуня бизни унтуп кәткән болсиму, уруқ-туғқанлиримиз вә дост-яранлиримиз һәргиз унтулмайду” дәйду.