“уйғур ирқий қирғинчилиқи: һоқуқ, кимлик вә мәдәнийәтни қоғдаш” темисидики муһакимә-көргәзмә йиғини американиң пайтәхти вашингтонда башланди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.12.04

Уйғур академийәси баш болуп тәшкиллигән “уйғур ирқий қирғинчилиқи: миллий кимлик вә мәдәнийәтни қоғдаш” темисидики муһакимә-көргәзмә йиғини 4-декабир күни американиң пайтәхти вашингтонда башланди. Бу йиғинға йәнә дуня уйғур қурултийи, уйғур һәрикити тәшкилати, америка уйғур җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар һәмкарлашқан.

4-Декабир күнидин 7-декабир күнигичә давам қилидиған бу 3 күнлүк йиғинда уйғурлар ирқий қирғинчилиққа дуч келиватқан бир пәйттә, уйғур миллий кимлики вә мәдәнийитини қоғдап қелиш вә уйғур давасиниң тәсирини ашурушқа даир муһим темилар бойичә илмий доклат бериш, гуваһлиқ бериш йиғини, рәсим көргәзмилири вә юмилақ үстәл сөһбәтлири өткүзүлмәкчи. Мәзкур йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән тәтқиқатчилар, кишилик һоқуқ мутәхәссислири, илмий хадимлардин болуп көплигән киши қатнишиду.

Йиғин 4-декабир күни әтигәндә америка коммунизм қурбанлири хатирә фонди бинасида өткүзүлгән ечилиш мурасими билән башланған болуп, мурасимда уйғурларниң мәдәнийәт вә кишилик һоқуқ саһәлиридики тонулған затлар сөз қилди.

Күн тәртипкә асасән, 4-декабир чүштин кейин америка дөләт мәҗлисидә “уйғур ирқий қирғинчилиқи: һоқуқ, кимлик вә мәдәнийәтни қоғдаш” намлиқ рәсим көргәзмиси ечилидиған болуп, бу көргәзмигә тод сетйин (Todd Stein) қатарлиқ дөләт мәҗлис әзалири қатнишидикән.

5-Декабир күни йәнә, америка дөләт мәҗлисидә “хитай компартийәсиниң тарихни өзгәртиш вә мәдәнийәтни йоқитиши” мавзулуқ гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлидиған болуп, бу йиғинда доктор ришат аббас қатарлиқлар сөз қилидикән.

Уйғур академийәсиниң йиғини 6-вә 7-өктәбир күнлири америка ташқи ишлар министирлиқи вә һәмдә америка тинчлиқ институти қатарлиқ орунларда өткүзүлидиған юмилақ үстәл йиғинлири билән давам қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.