Муһәммәт бин салман хитайниң “шинҗаң сияситини қәтий қоллайдиғанлиқи” ни билдүргән

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә муһаҗирәттики уйғурлар сәуди даирилирини тутқундики 4 нәпәр уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириватқан бир вақитта, сәуди әрәбистан вәлиәһд шаһзадиси муһәммәт бин салман хитайниң “шинҗаң сияситини қәтий қоллайдиғанлиқи” ни билдүргән.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә муһаҗирәттики уйғурлар сәуди даирилирини тутқундики 4 нәпәр уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириватқан бир вақитта, сәуди әрәбистан вәлиәһд шаһзадиси муһәммәт бин салман хитайниң “шинҗаң сияситини қәтий қоллайдиғанлиқи” ни билдүргән. Хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң 16-апрел хәвәр қилишичә, муһәммәт бин салман бу сөзләрни өткән җүмә күни, йәни 15-апрел хитай рәиси ши җинпиң билән телефон сөзләшкәндә ши җнпиңға ейтқан.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң хитай даирилириниң баянатидин нәқил кәлтүрүшичә, сөһбәттә ши җинпиң билән муһәммәт бин салман украина мәсилиси һәққидә пикир алмаштуруш билән бир вақитта, икки дөләтниң ачқучлуқ тәрәққият пиланлирини өз ара қоллашқиму келишкән. Хәвәрдә, украина уруши йеқилғу баһасиниң өрләп кетишини кәлтүрүп чиқарған бир вақитта, ши җинпиңниң муһәммәт бин салманға хитай енергийә саһәсидә сәуди әрәбистан билән болған “юқири сәвийәдики һәмкарлиқни сақлап қалиду” дегәнлики, шундақла “сәуди әрәбистан билән болған мунасивәтниң тәрәққиятини алдинқи орунға қойидиғанлиқи” ни ейтқанлиқи тәкитләнгән.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси” ниң ейтишичә, хитайниң мәзкур телефон сөһбитигә аит баянатида, муһәммәт бин салманниң сәуди әрәбистанниң хитайниң шинҗаңдики сияситини “қәтий қоллайдиғанлиқи”, шундақла хитайниң ички ишлириға арилишишқа қарши туридиғанлиқини билдүрүп, “һәр бир дөләт өзиниң сиясий вә кишилик һоқуқ йолида меңиш һәққи бар” дегәнлики билдүрүлгән. Муһәммәт бин салманниң ши җинпиң билән болған телефон сөһбити сәуди һөкүмити хәлқараниң бесимида тутқундики бир уйғур аял билән униң 13 яшлиқ қизини өз ичигә алған төт нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп беришни вақитлиқ тохтитип арқидинла өткүзүлгән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org