Муҗаһид йүсүпниң уйғурлар һәққидики баянлириға қарита тәнқид яғди
Малайсияниң ислам ишлири министири муҗаһид йүсүп рава өзиниң хитайдики сәккиз күнлүк зияритидин кейин милйонлиған уйғурлар қамалған йиғивелиш лагерлири һәққидә сөз қилип: “мән зиярәт җәрянида шуни көрдүмки, бу орунлар мәшиқ вә кәспий маһарәт мәркизи икән” дегән иди. Шуниңдин кейин униң лагерлар һәққидики бу баянлириға тәрәп-тәрәптин тәнқидләр йеғишқа башлиди.
-
2019-07-02 -

Буниңға дәсләп болуп хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң малайсия тармиқи қаттиқ наразилиқ билдүрди һәмдә уни қарап туруп ялғанни тоқуған, дәп әйиблиди. Улар бу һәқтә сөз қилип: “уйғурлар дуч келиватқан ишлар һәққидә биз биринчи қол мәлуматларға игә. Хитай компартийәсигә садиқ әмәс, дәп қаралғанлики кишиләр һазир тәрбийәләш лагерлириға қамиливатиду” дегән.
Буниңдин башқа “әркин малайсия” гезити, “демократик һәрикәт партийәси” қатарлиқларму муҗаһид йүсүпниң баянлирини қаттиқ тәнқидлигән. Куалалумпурдики “ислам гүллиниш фронти” ниң қурғучиси әхмәд фаруқ муса бу һәқтә сөз қилип “муҗаһид йүсүп рошәнки хитай компартийәсиниң тәшвиқат қурбани болуп кәткән” дегән.