Хитай “мулән” филими һәққидә хәвәр беришни чәклигән

Мухбиримиз ирадә
2020.09.10

Ройтерс агентлиқиниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити хитайдики ахбарат вастилириға “мулән” филимгә аит һечқандақ хәвәр тарқатмаслиқ һәққидә буйруқ чүшүргән.

Ройтерс агентлиқи буни аз дегәндә үч мәнбәдин җәзмләштүргән болуп, хитай даирилириниң немә үчүн бундақ қарар алғанлиқи ениқ әмәскән. Бирақ ройтес агентлиқи хәвиридә диснейниң һазир бу филимни җаза лагерлири мәвҗут турпанда сүрәткә алғанлиқтин зор бесим астида қалғанлиқини қәйт қилған. “мулән” филими үчүн дисней 200 милйон доллар мәбләғ салған болуп, дисней ширкити бу филим арқилиқ хитайдин зор пайда қазинишни үмид қиливатқан икән.

Америкадики тонулған хитай ишлири тәтқиқатчиси гордон чаң тивиттергә бу һәқтә инкас йезип: “‛мулән‚ филими хитайда көзлигән пайдини алалмайдиғандәк туриду. Чүнки хитай бу филим һәққидә хәвәр тарқитишни чәкләпту. Дисней виҗданини бикарға сатқан болди. Бирақ биз ‛мулән‚ ни байқут қилишни давамлаштуримиз,” дегән.

Дисней ширкитиниң охшимиған дөләтләрдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә охшимайдиған муамилидә болуватқанлиқи, йәни икки хил өлчәм қоюватқанлиқи мәсхирә темиси болмақта. Америкадики “бабилон һәриси” намлиқ тор бәтму бу һәқтә кинайилик хәвәр елан қилип, дисней ширкитиниң пулни дәп хитайдики җаза лагерлири йенида филим сүрәткә алғанлиқини тәнқид қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.