Үрүмчидә атақлиқ муқамшунас,музикант зикри әлпәтта туғулғанлиқиниң 100 йиллиқ хатирә паалийити өткүзүлди

Мухбиримиз қутлан
2016.04.25

Уйғурчә тор бәтлиридин мәлум болушичә, алдинқи күни үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ муқам мәркизидә атақлиқ музикант мәрһум зикри әлпәтта туғулғанлиқиниң 100 йиллиқ хатирә паалийити өткүзүлгән.

Хатириләш паалийитини уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмиси билән музикантлар җәмийити бирликтә уюштурған.

Уйғур аптоном райониниң миллий музика, әдәбият-сәнәт вә башқа мунасивәтлик саһәлиридин тәклип қилинған 100 дин артуқ мутәхәссисләр мәзкур паалийәткә қатнашқан.

Хатириләш паалийитидә мәрһум музикант зикри әлпәттаниң сәнәткә беғишланған һаят мусаписи вә униң уйғур миллий музика саһәсидә қолға кәлтүргән өлмәс әсәрлири әсләп өтүлгән.

Мәлумки, атақлиқ музикант вә муқамшунас зикри әлпәтта 1915-йили илида туғулған. яшлиқ баһари урғуп турған 1930-вә 1940-йилларда у өзиниң бир йүрүш иҗадийәтлири билән или уйғур сәнитиниң йетәкчилиридин биригә айланған. Униң “рухсари” намлиқ муқами, “зөһрә җаним”, “қизил гүл”, “тәнлирим япрақ” қатарлиқ даңлиқ нахшиларға ишлигән бир қатар музикилири уйғур миллий музика тарихидин чоңқур орун алған. Мәрһум зикри әлпәтта 1986-йили үрүмчидә вапат болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.