Кәшмиргә қечип чиққан 3 уйғур мусапири һиндистандин сиясий панаһлиқ тилигән
2016.09.30
2013-Йили ладақ йоли арқилиқ һиндистанниң җаму-кәшмир райониға қечип чиққан 3 нәпәр уйғур җаму-кәшмир юқири сотиға әрз сунуп, сиясий панаһлиқ сориған. “бүйүк кәшмир” гезитиниң хәвәр қилишичә, адил, абдухалиқ вә абдусалам исимлик 3 уйғур мусапир 2013-йили 6-айда ладақ йоли арқилиқ һиндистан контроллуқидики җаму-кәшмиргә қечип чиққан.
Улар ладақниң ле райони султан чусу, дегән йеридә һиндистан армийәсиниң қолиға чүшүп, әскәрләр уларни һинди-тибәт чегра сақчилириға өткүзүп бәргән. Улар сақчиниң тәкшүрүшидин кейин шу йили 8-айда һиндистан чәтәлликләр қануниға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип сотланған вә бир йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
“бүйүк кәшмир”гезитиниң билдүрүшичә, уларниң җаза муддити 2015-йили 1-айда тошқан болсиму, әмма һиндистан қануниға асасән давамлиқ тутуп турулған. Улар җаму-кәшмир җәмийәт бихәтәрлик қанунидики чеградин қанунсиз киргән чәтәлликләрни өз дөлитигә қайтурулғичә давамлиқ нәзәрбәнд қилиш көрсәтмиси бойичә тутуп турулған. Әмма уйғур мусапирлар нәзәрбәнд астида туруп, җаму-кәшмир юқири сотиға сиясий панаһлиқ әрзи сунған.
Уйғур мусапирлириниң адвокати сачин гупта “бүйүк кәшмир” гезитигә бәргән учурида, һиндистан вә җаму-кәшмир һөкүмитини уларниң панаһлиқ әрзини қобул қилишқа чақирған. Уйғур мусапирлар җаму-кәшмир юқири сотиға сунған әрзидә, “уйғурларниң кишилик һоқуқиға хитай һөкүмити вә җәмийити тәрипидин хилаплиқ қилиниватиду” дәп көрситип, әгәр улар хитайға қайтуруп берилсә, җазалинидиғанлиқини, һәтта өлүм җазасиға һөкүм қилиниши мумкинликини агаһландурған.









