“ташқий сиясәт” журнилида “мустәқиллиқ шәрқий түркистан үчүн меңилидиған бирдинбир йолдур” намлиқ мақалә елан қилинди
2021.08.12
Йеқинда “ташқи сиясәт” жорнилида “йехән” тәхәлләслуқ бир апторниң “мустәқиллиқ тәләп қилиш уйғурлар мәсилисигә пайдисиз болуши мумкин” намлиқ бир мақалиси елан қилинип, чәт әлләрдики уйғурлар арисида зор ғулғула қозғиған иди.
У бу мақалисидә уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитиниң уйғурларға пайдисиз икәнликини илгири сүрүш билән биргә, көп қисим уйғурларниң мустәқиллиқни халимайдиғанлиқини баян қилған.
Буниңға чәт әлләрдики уйғур зиялийлири дәрһал күчлүк инкас қайтурған вә рәддийә бәргән.
11-Авғуст күни пәлсәпә пәнлири доктори мәмтимин әла әпәнди билән америкадики “шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикити” ниң қурғучиси салиһ худаяр “ташқи сиясәт” жорнилида бирләшмә мақалә елан қилип, юқиридики “йехән” тәхәллуслуқ апторниң мақалисиға рәддийә бәргән.
Улар “мустәқиллиқ шәрқий түркистан үчүн меңилидиған бирдинбир йолдур” дәп мавзу қойған бу мақалисдәхитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан мустәмликисиниң уйғурлар учраватқан қирғинчилиқниң мәнбәси икәнликини алаһидә тәкитлигән. Улар мақалисида “мустәқиллиқ уйғурларни хитайниң қирғинчилиқидин қутулдуруш вә уни капаләтләндүрүштики бирдинбир йолдур,” дәп көрсәткән.
Улар мақалисидә тарихий мисаллар арқилиқ хитай һөкүмранлиқи астида һечқандақ бир уйғурниң бихәтәр әмәсликини әскәртип: “уйғурлар өзлириниң әҗдатлиридин қалған земинида тинч, әркин вә мустәқил яшашқа моһтаҗ, чүнки буни хитай һөкүмранлиқи астида әмәлгә ашурғили болмайду. Мустәқиллиқ уйғурларниң өз ғурури билән тинч вә әркин яшишиниң бирдинбир йолидур,” дәп тәкитлигән.









