Мусулман дөләтләр хитайниң ирқий қирғинчилиқи алдида немишқа сүкүттә туриду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.05.04

Америка, канада, голландийә, әнгилийә қатарлиқ дөләтләр хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән қәбиһ җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиған болсиму, мусулман дөләтләрдин йәнила сада йоқ. 4-Май “вашингтон почтиси” гезитидә бу һәқтә бир обзур елан қилинған болуп, мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған дөләтләрниң бу мәсилигә давамлиқ сүкүт қилиши кишини һәйран қалдуридикән.

2019-Йил сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир қатарлиқ 37 дөләт бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә бирләшмә имзалиқ очуқ мәктуб йоллап, хитайниң “кишилик һоқуқ хизмәтлиригә қошқан төһписи” ни махтиған болуп, хитайниң “‛үч хил күч‚ кә қарши туруп шинҗаңниң муқимлиқини қоғдиғанлиқи” ни муәййәнләштүргәниди. юқириқи үч дөләт йәнә өз територийәсидә яшаватқан уйғурларни хитайниң тәлипи бойичә қайтуруп бәргән.

Юқириқи обзурда бу “ислам әллири” ниң хитайниң җинайитигә сүкүт қилиши, һәтта униңға ярдәм қилишиниң түп сәвәби тәһлил қилинған. Буниң биринчиси иқтисад болуп, хитай бу дөләтләрниң әң муһим мәбләғ салғучиси һәм нефит содисидики әң асаслиқ херидари. Хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуши бу һәмкарлиқни техиму мустәһкәмлигән болуп, иқтисадтин һалқип сиясий мәнпәәткә кеңәйгән. Иран, қатар, түркийә қатарлиқ дөләтләрму хитайниң иқтисадиға беқинип қалғачқа, сүкүт қилиш йолини талливалған. 2009-Йил хитайниң үрүмчидики қәтлиамини “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған әрдоған, бүгүнки күндә хитайниң тизгини астида лам-җим дейәлмәйдиған һалға чүшүп қалған.

Иккинчи сәвәб, хитайниң алдамчилиқи болуп, хитай бир яқтин уйғур вә башқа мусулман милләтләрни қийнап, мәсчитләрни чеқип, ислам динини бу райондин тамамән йоқитиш һәрикитини давам қиливатқанда, бир яқтин “биз әсәбий күчләргә, террорчиларға зәрбә бериватимиз, бу җәһәттә силәр билән ортақлиққа игә” дәп, мусулман дөләтләрниң көзини бойиған. Хитай ислам җәмийити бу тәшвиқатта актип рол ойниған. Нәтиҗидә мусулман дөләтләрниң башлиқлири бу ялғанчилиққа ишәнгән, ишәнгәндәк болувалған яки иқтисадий мәнпәәтни дәп һәқиқий әһвалға көз юмған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.